Җумһурийәтчиләр намзати җон микейн өзиниң муавин президент намзатлиқиға бир аялни таллиди

Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң президент намзати җон микейн, җүмә күни аляска штатиниң валиси сара пейлин ханимни өзиниң муавин президент намзати қилип таллиғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.08.29

 Бу йил 44 яшлардики пейлин ханимниң йеши барак обамадин кичик болуп, у аляска шитатиниң валилиқиға сайланған 2 йилдин бери бир қатар ислаһатларни елип бериш билән тонулған болсиму, лекин америкилиқларға анчә тонуш болмиған сиясәтчидур. Җон микейн җүмә күни охаю штатиниң дәйтон шәһиридә елип барған сайлам паалийити вә туғулғанлиқиниң 72 - йиллиқини хатириләш паалийитидә сара пейлин ханимни муавин президент намзатлиқиға таллиғанлиқини җакарлиди.

Бәш балиниң аниси болған пейлин ханим һамилдар аялларниң бала чүшүрүшигә қәтий қарши туридиған җумһурийәтчи затларниң бири. Анализчилар, җон микейнниң бир аялни өзигә ярдәмчи қилип таллиғанлиқи демократик намзатларниң сайлам риқабитидә хилларий клинтонниң барак обама тәрипидин мәғлуп қилинғанлиқиға нарази болған аял демократларниң қоллишиға еришиштики бир тактика, дәп қаримақта.

Шундақла униң яш икәнлики, ислаһатчилиқи микейнниң орнини күчәйтип, яш сайлиғучиларни җәлп қилидиғанлиқи, обаманиң америкини өзгәртиш чақириқиға риқабәт елип келидиғанлиқи пәрәз қилинмақта. Әгәр сара пейлинниң намзатлиқи келәр дүшәнбә күни башлинидиған җумһурийәтчиләр партийисиниң дөләтлик қурултийида рәсмиләшсә, бу америка тарихида тунҗи қетим бир аялниң муавин президентлиқ риқабитигә чүшүши болуп қалиду. Лекин сара пейлинни рәқиби демокиратлар муавин президент намзати җо байденға селиштурғанда ташқи ишлар вә вашингтондики һакимийәт ишлирида тәҗрибилик дегили болмайду. Бу сара пейлинниң җо байденға нисбәтән көрүнәрлик аҗизлиқи болуши мумкин.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.