Русийә вә түркийә даирилири чегрида мал тәкшүрүшни күчәйтти

Русийә даирилири түркийә маллириниң русийигә киришигә қаттиқ чәклимә қоюшқа башлиғандин кийин, түркийә сода тармақлириму русийидин түркийигә импорт қилинидиған таварларға қаритилған тәкшүрүшни күчәйткән.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.09.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 Мәлум болушичә, русийә һөкүмәт даирилириниң түркийә маллириға қаритилған чәклимә қоюш қарари, түркийиниң америка ярдәм әслиһәлириниң түркийә деңиз тәвәликидин өтүп қара деңиз арқилиқ грузийигә киришигә йол қойғанлиқиға наразилиқ билдүрүш йүзисидин келип чиққан.

Роейтерс агентлиқиниң түркийә мәтбуатлиридин нәқил елип көрситишичә, русийә даирилири түркийә йүк аптомобиллирини русийә чегрисида бир нәччә һәптигичә тәкшүрүшни күчәйткән болуп, түркийә ташқи сода министири куршат түзмән әпәнди, русийиниң бу қилмишлириға қарита инкас қайтуруп, түркийигә келидиған русийә таварлириниму қаттиқ тәкшүрүдиғанлиқини елан қилған.

Русийә түркийиниң әң чоң сода шерики болуп, икки тәрәп аридики йиллиқ сода соммиси 28 милярд доллардин артуқ.

Хәвәрләргә қариғанда, һазир түркийә даирилири русийә билән болған сода мунасивәтлиригә бу түпәйли тәсир йетип қелишиниң алдини елиш үчүн, сәйшәнбә күни түркийидә зиярәттә болидиған русийә ташқи ишлар министири сергий лаврув билән түркийә - русийә сода мунасивәтлири һәққидә сөһбәт өткүзидикән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.