Русийә хитайға икки арални рәсмий тапшурмақчи

2004 - Йили владимир путин билән ху җинтав арисида имзалиған келишимгә бинаән русийә тәрәп амур дәрясиниң хаборовский шәһири йенидики икки арални хитайға беришкә қошулған иди.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.07.06

 Узун йиллардин буян талаш - тартиш түсини алған мәзкур икки арал келишим бойичә хитайға берилгән болуп. Төт йилдин буян икки тәрәп бу йәрдики чегра линийилирини қайтидин сизип бекитип чиққан. Русийә бихәтәрлик идарисиниң чегра мудапиә әмәлдарлири бу йил 8 - айда русийиниң рәсми йосунда чоң уссурийский дәп аталған мәзкур икки арални хитай тәрәпкә тапшуруп беридиғанлиқини ашкарилиған.

Русийә билән хитай арисида 4000 километрлиқ чегра мусаписи мәвҗут болуп, буларниң ичидә хели көп талаш - тартишлиқ нуқтилар бар иди. 2004 - Йили ху җинтав билән владимир путин мәзкур талаш - тартишларни ахирлаштуруп, чегриларни муқимлаштурди. Лекин, хитай дәрслик китаблири һәмдә милләтчилириниң тәшвиқатлирида русийиниң хитайниң бир йерим милйон квадрат километир земинини бесивалғанлиқи, техи нурғун җайларниң қайтурулмиғанлиқи һәққидики тәшвиқатлар йәнила давамлашмақта.

Әнә шундақ чегра җеңи 1969 - йили җенбавдавда йүз бәргән болуп, сабиқ совет иттипақи қошунлири билән хитай армийиси бу арални талишип, бир қәпәз елишқан. Кейин бу арал хитай тәрәпкә қайтуруп берилгән иди.

Мәзкур араллар 8 - айда қайтурулғандин кейин, хитай билән русийиниң мәзкур арал үстидики чегриси хабаровский шәһиридин 10 километир нериға җайлишиду. Демәк, хитай чегра сақчилири хабаровский шәһиридин 10 километир йеқин җайға орунлишиду. Бу әһвал русийә пуқралири вә милләтчилириниң қаттиқ наразилиқини қозғиған болуп, улар өз һөкүмитини истратегийилик орни интайин муһим һесабланған мәзкур аралларни хитайға кесип бәрмәсликкә чақирған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.