Русийә - хитай арисида чегра келишими имзаланди
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.21
2008.07.21
Келишим имзалаш мурасими хитай пайтәхти бейҗиңда өткүзүлгән болуп, келишимгә русийә ташқи ишлар министири сергей лавроф вә хитай ташқи ишлар министири яң җйечилар имза қойған.
Франсийә агентлиқиниң нәқил елип көрситишичә, русийә ташқи ишлар министири сергей лавроф мәзкур чегра келишиминиң имзалиниши, муқимлиқ, өз - ара мәнпәәт вә һәмкарлиққа шәрт һазирлайдиғанлиқини билдүргән.
Гәрчә келишимгә имза қойғучи һәр икки тәрәп келишимниң толуқ мәзмунлири үстидә һечқандақ тәпсилий мәлумат бәрмигән болсиму, әмма хәвәрләрдин мәлум болушичә, русчә тарабароф дәп атилидиған йинлуң арилиниң һәммиси вә болшой уссурискй йәни хейшиязи арилиниң йерими хитайға қайтурулидикән.
Русийә - хитай чегра дә - талиши чаррусийә дәвридила мәвҗут болуп, һәтта 1960 - вә 70 - йилларда бу икки дөләт арисида қораллиқ тоқунушларму йүз бәргән иди.