Явропа комитетиниң рәиси барросо вен җябав билән тибәт мәсилисини сөзләшти
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.04.25
2008.04.25
Барросо вен җябав билән өткүзгән сөһбитидин кейин мухбирларни күтүвелип, "мән тибәт мәсилиси үстидә елип барған сөһбәттин илһамландим шундақла мән бу саһәдә иҗабий бир йүзлинишләрниң пат йеқинда мәйданға келишини үмид қилимән," дәп көрсәтти. У йәнә олимпик мусабиқисиниң тинч муһит астида өткүзүлүшини тәкитлиди.
Барросониң зиярити, ташқи дуняниң хитайни далай лама билән сөһбәт өткүзүшкә қиставатқан мәзгилидә елип берилди. У бу зияритидә хитай рәһбәрләр билән кәң даирилик мәсилиләрдә болупму сода, әқлий мүлүк һоқуқини қоғдаш вә йәр шари һава килимати қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәт өткүзди.
У бу қетимқи сәпиридә явропа комитетиниң қармиқидики 9 комисариятниң башлиқлиридин тәшкилләнгән бир өмәккә йитәкчилик қилип кәлгән иди.