Йәһудиларниң диний йетәкчилиридин 175 киши хитайда өткүзүлидиған олимпикни байқут қилишни тәшәббус қилди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.04.30
2008.04.30
Бу чақириққа йәһудиларниң диний тәшкилатлири, мәктәп хизмәтчилири вә мәшһур затлиридин 175 адәм имза қойған. Бу чақириқта коммунист хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ хатириси, болупму тибәт мәсилисидики һәрикити әйибләнгән вә хитай һөкүмитини иран, сүрийә вә хамас билән қоюқ мунасивити бар, дәп көрсәткән.
Хәвәрдә ейтилишичә, йәһуди тәшкилатлири бу тәшәббуснамисини 5 - айниң 2 - күни, йәни гетлер германийиси йәһудиларға қарита елип барған чоң қирғинчилиқни әсләш күни очуқ елан қилмақчи.