Франсийә президенти саркозий хитайға мәһбуслар тизимлики билән барған
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.08.08
2008.08.08
Франсийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчисиниң әскәртишичә, президент саркозий бу тизимликни явропа иттипақиниң бу нөвәтлик рәис дөлитиниң рәһбири болуш салаһийити билән явропа иттипақиға вакалитән бейҗиңға тапшурған. Тизимликтикиләр явропа иттипақи билән хитай арисидики кишилик һоқуқ сөһбитидә оттуриға қоюлған кишилик һоқуқ делолирида исми тилға елинған мәһбусларни өз ичигә алидиғанлиқи елан қилинди.
Франсийә ташқи ишлар министирлиқи бу хәвәрни елан қилиштин бурун париж шәһәрлик сақчи идариси, "олимпик мәшили париждин өткәндә йүз бәргән қалаймиқанчилиқниң тәкрар йүз беришидин сақлиниш үчүн кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң җүмә күни париждики хитай әлчиханиси алдида намайиш қилишини чәклигән" иди.
Саркозий дәсләп олимпик йиғинини байқут қилидиғанлиқини агаһландурған болсиму, лекин кейинрәк ечилиш мурасимиға қатнишидиғанлиқини билдүргән. Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати пәйшәнбә күни тарқатқан бир еланида хитай һөкүмити тәрипидин тутқун қилинған өктичи затларниң рәсимини елан қилип, саркозийни хитайдин бу кишиләрни қоюветишни тәләп қилишқа чақирған иди.