Тәйвән һөкүмити җәнубий тақим араллириға болған игилик һоқуқини җакарлиди

Малайшяниң баш министири вә қошумчә дөләт мудапиә министири наҗип әпәнди йеқинда җәнубий деңиз тақим араллириға барғанда, малайшия тилида лаяң - лаяң арили, хитай тилида қалғач арили дәп атиливатқан аралларни малайшяниң игилик һоқуқи бар арал дәп җакарлиғандин кейин, тәйвән һөкүмити түнүгүн раҗипниң баянатиға қарши чиқип, бу аралларға болған игилик һоқуқини җакарлиди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.15

 Америка авазиниң баян қилишичә, тәйвән ташқи ишлар министириниң баянатида' шәрқий деңиздики җәнубий тақим араллири, ғәрбий тақим араллири, оттура тақим араллири, шәрқий тақим араллири дегән араллар вә хада ташларниң һәммисидә җуңхуа мингониң игилик һоқуқи бар' дейилгән.

Учур архиплириға қариғанда, узун йиллардин буян хитай, филиппин, малайшия, вйетнам, бруней қатарлиқ дөләтләр җәнубий деңиздики бу тақим араллирида игилик һоқуқи барлиқини җакарлап кәлмәктә. Һазир буниңдики 'тәйпиңдав' дәп атилидиған бир арални тәйвән контрол қилип туруватқандин башқа, қалған аралларда хитай, филиппин, малайшия, вейтнамлар турғузған қораллиқ қисимлар бар.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.