Майиңҗу сөһбәтниң шәртиниң тәйвәнни нишанлиған ракеталарни бикар қилиш икәнликини көрсәтти

Хитай чоң қуруқлуқи билән тәйвән оттурисидики мунасивәтләрни қоюқлаштуруш арқилиқ, тәйвәнни җуңгониң қойниға қайтуруп келип, униң мустәқиллиқ йолиға меңишниң алдини елишниң бейҗиңниң истратегийилик пилани икәнлики тәкитлиниватқан бу күнләрдә йеңидин президентлиққа сайланған гоминдаң партийисиниң рәһбири майиңҗу шәнбә күни тәйвән билән чоң қуруқлуқ оттурисидики тинчлиқ сөһбити өткүзүлүшиниң алдинқи шәрти чоң қуруқлуқниң тәйвәнгә қаратқан башқурулидиған бомбилирини бикар қилишидин ибарәт, чүнки тәйвән мундақ башқурулидиған бомба тәһдити астида қарши тәрәп билән тинчлиқ сөһбити елип бармайду дәп җакарлиди.
Мухбиримиз үмидвар хәвири
2008.07.20

 Америкиниң с н н телевизийә истансисиниң хәвәр қилишичә, майиңҗу бу сөзни мәзкур телевизийә истансисиниң зияритини қобул қилғанда оттуриға қойған шуниңдәк йәнә бир қанчә қетим дадиллиқ билән чоң қуруқлуқтин тәйвәнгә қаратқан ракета системилирини чекиндүрүшни тәләп қилған.

Тәйвән президенти майиңҗу бундақ тәләпни японийә вә америка мәтбуатлириниң зияритини қобул қилғандиму оттуриға қойған болуп, нөвәттә, хитайниң 1000 дин артуқ ракетаси тәйвәнни нишанлап турмақта. Бу һал мустәқилчи президент ченшуйбиән дәвридила ишқа ашқан болуп, әлвәттә, гоминдаң партийиси арилиқта бир қанчә йил һакимийәттин айрилғанда, тәйвәндә мустәқиллиқ пикирлири әвҗи алған.

Гоминдаңниң әсли нишани чоң қуруқлуққа қайтип, өзиниң 1949 - йлидин илгирики һакимийитини вә абройини әслигә кәлтүрүш болғачқа мустәқиллиқиға ашкара қарши чиқмақта. Майиңҗу йәнә гоминдаңниң чоң қуруқлуққа демократик өзгириш елип келиш идийисиниму һимайә қилиду. Сабиқ гоминдаң рәиси лианҗян билән хитай компартийә баш секритари ху җинтав бир қанчә қетим учрашқан иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.