'Тйәнәнмен анилири' тәшкилати интернет тор бети ачти

'Тйәнәнмен анилири' тәшкилати 5 ‏ - айниң 28 ‏ - күни интернет тор бети ачти. Б б с ниң хәвәр қилишичә, бу, хитай пуқралириниң өзиниң һоқуқини қоғдайдиған бир тәшкилати болуп һесаблиниду. Буниңдин 19 йил бурун тйәнәнмен мәйданида хитай коммунист һөкүмитиниң қирғинчилиқиға учриған яш әвладларниң ата ‏ - анилири, ери, хотуни яки ака - сеңиллиридин тәркип тапқан.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

 Һөкүмәткә беқинмайдиған бу тәшкилаттики кишиләр һазир, шу қетимқи қирғинчилиқниң һәқиқий әһвалини паш қилишқа вә зиянкәшликкә учриған яш әвладларниң исимликини елан қилишқа башлиди, шундақла бу демократийә җәңчилири үчүн тәқлитән абидә тиклиди.


Бу тәшкилат һазир, тарихтики наһәқ делоларни бир тәрәп қилиш арқилиқ коммунист хитай һөкүмитидин ибарәт бундақ бир чоң ташни йөткәп, хитай җәмийитиниң әркинлик вә демократийә долқунини илгири сүрүшни арзу қилмақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.