Дуня сода тәшкилатиниң аптомобил запчаслири әрзидә хитай америкиға уттурувәтти
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.07.18
2008.07.18
Дуня сода тәшкилати хитайдин " қалаймиқан өлчәмләрни бикар қилип... Өтәшкә тегишлик мәҗбурийитини қелиплаштуруш" ни тәләп қилған.
Хитайниң бәлгилимисидә аптомобил запчаслириниң аз дегәндә %60 и йәрликтин тәминлиниши керәк иди. Әгәр импорт қилинған запчаслар буниңдин ешип кәтсә, пүтүн бир аптомобилниң импорт беҗи елинатти. Хитай һөкүмити бу бәлгилимини аптомобил импорт қилидиған бәзи ширкәтләрниң баҗдин қечип, аптомобилларни парчилап импорт қилишидин сақлинишни мәқсәт қилған, дәп ақлимақта иди.
Лекин америка, канада вә явропа иттипақи хитайниң бу бәлгилимиси дуня сода тәшкилатиниң базарни ечиветиш тоғрисидики мунасивәтлик қаидә - қанунлириға хилап, дәп қарап әрз қилған. Вәқәдин хәвәрдар кишиләр, мәркизи җәнвәдики дуня сода тәшкилатиниң бу делоға алақидар һөкүмини бу йил 2 - айда чиқарғанлиқи, лекин җүмә күни рәсмий елан қилғанлиқини билдүрмәктә.
Америка сода вәкили сузан шваб, сода тәшкилатиниң " күчлүк қарари"дин "наһайити мәмнун " болғанлиқини елан қилди. У" бу қарар хитайниң америка аптомобил запчаслирини чәткә қеқишиға дуня сода тәшкилати системиси ичидә орун йоқлуқиниң шәк - шүбһисиз икәнликини көрсәтти" дәйду. Лекин хитайниң дуня сода тәшкилатиниң бир коллегийиси тәрипидин чиқирилған бу қарарға етираз билдүрүш, сода тәшкилатидики юқири дәриҗилик йәнә бир коллегийисигә әрз қилиш һоқуқи бар.