Бейҗиң олимпик ахбарат мәркизиниң әтрапиға хитай армийисиниң бронивиклири кирди

Радиомиз мухбириниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, мухбирларға қолайлиқ яритиду дәп җакарланған бейҗиң олимпик мусабиқиси ахбарат мәркизиниң әтрапиға, 12 ‏ - авғусттин башлап хитай армийисиниң бронивиклири кирди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.13

 Бу көрүнүш һазир мухбирларға 1989‏ - йили тйәнәнмен мәйданиға азадлиқ армийиниң танкилири киргән фото сүрәтни әсләтмәктә.

Мухбирларниң өзини қоршивалған бу брунивиклардики һәрбийләрдин 'бу шинҗаңда йүз бәргән партлитиш вәқәлиригә қайтурулған инкасму?' дәп сориған соаллири җавабсиз қалди.
 
Бейҗиң олимпик комитетиниң баянатчиси ваң вей мухбиримизниң соаллириға җаваб бәргәндә 'олимпик ахбарат мәркизини қоғдаш үчүн биронивикларни әвәтиш юқириниң қарари' дәп чүшәндүргән вә ' олимпик комитетимиз әркин асия радиосиниң икки мухбириға зиярәт кинишкиси беришни тәстиқлиған иди, әмма һазир биригила кинишкә берилди, йәнә биригә бериш - бәрмәслик мәсилиси техичә музакирә қилиниватиду' дегән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.