Хитай меһманханиларға җасуслуқ үскүнилирини бекитиш буйруқи чүшүргән

Америка кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи әзаси сам бравнбәк әпәнди хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи хитайдики һәммә меһманханиларға, ресторанларға җасуслиқ үскүнилири бекитип олимпиккә кәлгәнләрни интернет арқилиқ назарәт қилиш тоғрисида чүшүргән һөҗҗәтни тәрҗимә қилдуруп башқа әзаларға көрсәтти вә хитайниң бу тәдбирини әйиблиди. Шундақла хитайни бундақ буйруқни қайтурувелишқа чақирди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.07.30

 Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин хәвәр қилишичә, хитай даирилири йәнә бейҗиң шәһиридә 1989 ‏ - йили 4 ‏ - июн вәқәси йүз бәргән тйәнәнмен мәйданидин өтидиған һәр қандақ кишини бихәтәрлик тәкшүрүштин өткүзидикән.

Хәвәрдә ейтилишичә йәнә, хитайда чәтәлликләр игидарчилиқ қилидиған меһманханилар әгәр бу буйруқни иҗра қилмиса хитайниң өч елишидин әндишә қилмақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.