Кенийә айродромида пил чиши елип маңған икки хитай тосувелинди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.07.16
2008.07.16
Франсийә агентлиқиниң найроби шәһиридин хәвәр қилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатниң хәлқара тиҗарәт оргини хәтәрликкә йүзлиниватқан явайи һайванатларни қоғдаш үчүн, 1989 - йили пил чиши тиҗаритини мәний қилғандин кейин, кенийидә явайи пил сани 1973 - йилидики 16 миңдин көпийип 167 миңға йәткән. Пил һазирму кенийидә қоғдилидиған явайи һайванат, пил чиши тиҗарити болса чәкләнгән тиҗарәт.
Хәвәрдә ейтилишичә, җәнубий африқидики явайи һайванатларни қоғдаш паалийәтчилири бүгүн бу һәқтә баянат елан қилип, африқа дөләтлирини әгәр хитайниң африқидин пил чиши импорт қилишиға рухсәт қилинса, буниңдин кейин африқа пиллириға балайи - апәт келиду, дәп агаһландурған.