Бейҗиң даирилири бир қисим тор бекәтлиригә қаритилған чәклимини бикар қилди
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.08.01
2008.08.01
Хәлқара олимпик комитетиниң муавин рәиси гунилла линдберг бу"мәсилиниң һәл болғанлиқи", " олимпик комитети билән бейҗиң олимпик йиғининиң саһипханлири пәйшәнбә күни кәчтә учришип, интернетниң бурунқи олимпик йиғинлириға охшаш ишлитилидиғанлиқи"ни билдүргән.
Хитайниң олимпик йиғиниға аз қалғанда чәтәлдики бәзи өктичи тор бекәтлирини, хәлқара кишилик һоқуқ, мәтбуат әркинлик тәшкилатлириниң тор бекәтлирини тосап қойғанлиқи зор ғула - ғула пәйда қилған иди. Җүмә күнки хәвәрләргә қариғанда, хитайлар хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң тор бекитини ечиветишкә қошулған. Лекин бу тор бекәтләр олимпик мәзгилидә мухбирларға ечиветилидиған болсиму, лекин хитайниң башқа җайлирида йәнила чәклимигә учрайду шундақла фалунгуң, тибәт сәргәрданлири вә шәрқий түркистан тәшкилатлириниң тор бекәтлиригә қаритилған чәклимә бикар қилинмайду.
Хәлқара олимпик комитетиниң мәсули кәвин госперниң әскәртишичә, хитай һөкүмити "ағдурмичи яки дөләт мәнпәәтигә қарши" дәп қариған бәзи тор бекәтлирини давамлиқ чәкләйдикән.
Кәвин госпер пәйшәнбә күни хәлқара олимпик комитетидики юқири дәриҗилик бәзи әмәлдарларниң илгири хитайлар билән чәклимә тоғрисида пикирләшкәнлики, буниң өзигә хәвәр қилинмиғанлиқини тәнқидлигән иди. Лекин олимпик комитети хитайлар билән чәклимә тоғрисида келишим һасил қилғанлиқини рәт қилмақта.