Йәр тәврәш апити йүз бәргән районларда һөкүмәткә беқинмайдиған тәшкилатлар барлиққа кәлмәктә
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.28
2008.05.28
Униңда ейтилишичә, шуниң билән бу районда, худди америкида чиқидиған 'заман' һәптилик гезитидә ейтилғандәк, һәр бир шәхс 'өзини һәрикәтләндүргүч күч қилидиған' бир җәмийәт шәкиллинишкә башлиған иди.
Бу хәвәрдә баян қилинишичә, сичүәндә апәт йүз бәргән районларда һазир, хәлқ өзлири истихийилик һалда тәшкиллинип қурған чеңду яшлар мәркизи, 12 - май өзини қутқузуш тәшкилати, дегәнгә охшаш тәшкилатлар вә башқа һәр хил диний гуруппилар күнсири улғаймақта. Улар бу районда, хитай һөкүмити вә хитай армийисидин башқа өз алдиға һәрикәт қилип, өзини - өзи қутқузидиған бир күчкә айланди.
Бу, коммунист мустәбитлики вәйран қилған мәзкур райондики пуқралар җәмийити вә униң маддий, әхлақий, роһий харабилири үстидә, бир сақчи дөлитидин пуқралар җәмийитигә қарап илгириләшниң башлиниши болуп қалмақта.