Сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәштә өлгән адәм сани 68 миңдин ешип кәтти

Хитай дөләт кабинети ахбарат ишханисиниң доклатидин мәлум болушичә, пәйшәнбә күни бейҗиң вақти саәт 12 гә қәдәр, сичүәнниң венчүән районида йүз бәргән йәр тәврәштә өлгән адәм сани 68 миң 516 гә йәткән, апәттә яриланғанлар сани 360 миңдин артуқ болуп, 19 миңдин көп кишиниң из - дерики тепилмиған.
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.29

 Буниңдин сирт, хитайниң орган мәтбуати шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда, шәнши өлкисиниң ниңчаң наһийисидә йеқинда көрүлгән 7. 5 Бал йәр тәврәштә, шәнши өлкисиниң йәр тәврәшкә тақабил туруш вә қутқузуш әтрити, нәқ мәйданға тәкшүрүшкә берип, ниңчаң һәмдә лөяң қатарлиқ наһийиләрниң аһалисини бихәтәр җайларға йөткәшкә тәшкиллимәктә.

Гәрчә хитай даирилири бу қетим йүз бәргән йәр тәврәштә өлгән адәм сани билән яриланған вә из - дерики йоқап кәткәнләр санини толуқ статистикиси билән елан қиливатқанлиқини тәкитләп келиватқан болсиму, бирақ көзәткүчиләр буниң әмәлийәттики сандин аз икәнликини қияс қилишмақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.