Хитай һөкүмити һазир япон әскәрлириниң сичүәндә апәткә учриған хәлққә ярдәм бериш үчүн келишигә қошулди
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.05.28
2008.05.28
Бу, япон әскәрлириниң иккинчи дуня урушидин кейин тунҗи қетим хитайға кириши болуп һесаблиниду. японийә мудапиә мәһкимисиниң башлиқи нобутака макимураниң ейтишичә, японийиниң һәрбий айрупиланлири һазир апәт йүз бәргән районларға чедир вә башқа керәклик әшяларни йәткүзүп беришкә башлиған.
Америка авазиниң баян қилишичә, сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәштә өлгән адәм сани һазир 68 миң 109 ға йәткәндин кейин, хитай һөкүмити һазир хитайниң һәрбий санаәт базилири җайлашқан мйәняң районидин 160 миң аһалини тарқақлаштурушқа башлиди.
Бу районда йәнә ташқин апити пәйда қилиш еһтимали болған көлләрни бир тәрәп қилиш үчүн 27 милйон америка доллири аҗратти. Шинхуа агентлиқиниң баян қилишичә, сичүәндә йәр тәврәштин кейин 34 көл һасил болған, буниң 28 иниң ташқин пәйда қилиш еһтимали бар икән.