Хоңкоң даирилири икки мәшһур демократчини чегридин киргүзмиди

Коммунист хитайниң хоңкоң даирилири бүгүн икки мәшһур демократчини чегридин киргүзмиди. Ройтерс агентлиқиниң баян қилишичә, буниң бири хитайда 5 йил түрмидә ятқан, һазир баш оргини америкидики кишилик һоқуқ тәшкилатиниң 'пуқраларниң қудрити' намлиқ демократик һәрикитини уюштуруватқан яң җйәнли әпәнди.
Мухбиримиз вәли хәвири
2008.08.06

 Америка авазиниң хәвәр қилишичә, бүгүн яң җйәнли қатарлиқ кишиләр хоңкоңда чегридин киргүзүлмигән үчинчи түркүм демократлар болуп һесаблиниду.

Хоңкоңниң қанун палата әзаси ляң говеи, хе җүнренлар хоңкоң айродромида мухбирларға 'доктор яң җйәнлиләр чегридин киргүзүлмәйватиду, биз һазир мунасивәтлик тармақлар билән сөзлишиватимиз' дегән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.