Ху җинтав японийидә наразилиқ намайишлири билән қарши елинди
Мухбиримиз өмәр қанат хәвири
2008.05.06
2008.05.06
Намайишчилар, хитай һөкүмитиниң тибәттики бастуруш һәрикитигә наразилиқ билдүрүш билән бирликтә, японийә һөкүмитидин, кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши үчүн, ху җинтавға бесим ишлитишини тәләп қилған.
Хәвәрләргә қариғанда, японийә сақчилири, "қатил ху җинтав", "йоқалсун ху җинтав" дәп шоарлар товлиған намайишчиларниң, ху җинтавниң токйодики учришишилириға дәхли йәткүзүшиниң алдини елиш үчүн, токйо шәһириниң мәркизидики һибия парк бағчиси әтрапида җиддий бихәтәрлик тәдбирлири алған.
Намайишлардин башқа йәнә, юкийо идано қатарлиқ японийә парламент әзалири баш министир фукодани, ху җинтав билән көрүшкәндә тибәт вә кишилик һоқуқ мәсилисини чоқум оттуриға қоюшқа чақирған.
Бу қетимқи зиярәт хитай дөләт рәиси хуҗинтавниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш тоғрисидики тәләпләрниң оттуриға қоюлушиға сәвәб болған март ейида тибәттә йүз бәргән қозғилаңдин кейин, чәт дөләткә қаратқан тунҗи зиярити һесаблиниду.