Абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти вә күрәш йоли (10)

Мухбиримиз қутлан
2018.06.26
abdulhekim-mexsum-hajim-yighinda-sozde-3.jpg Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум йиғинда сөз қилмақта. 2016-Йили март, истанбул.
RFA/Qutlan

10-Бөлүм: “кичик оғлум һәсән вә униң паҗиәси”

Муһаҗирәттики һәр бир уйғурниң өзигә хас аччиқ кәчмиши вә ейтилмиған һекайиси мәвҗут. Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң һаяти, аилә турмуши вә пәрзәнтлириниң кәчмишлири муһаҗирәттә һиҗран азаби тартиватқан миңлиған уйғурларға охшашла техичә ейтилмиған вә аңланмиған һекайиләрниң биридур.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң қайта тутқун қилиништин қечип 1997-йили чәтәлгә чиқип кетиши уни кейинки һаяти бойи яшлиқи, вәтәндә қалған аилиси, пәрзәнтлири вә уруқ-туғқанлири билән бәдәл төләшкә мәҗбур қилиду. У һәқәтәнму еғир бәдәл төләйду! кейинки он нәччә йил җәрянида униң аяли вә 3 пәрзәнти түрлүк җапа-мушәққәтләр вә тәсәввур қилиш қийин болған хәвп-хәтәрләр нәтиҗисидә хитай чеграсидин чиқалиған болсиму, әмма кичик оғли һәсән шу пети қағилиқта қәп қалиду.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум вапатидин 9 ай илгири қалдурған авазлиқ баянида өзиниң әйни вақитта түрмидин чиқип кичик оғли һәсән билән өмридә пәқәт 3 ай биллә яшиғанлиқини, шуниңдин кейин ата-бала иккисиниң йүз көрүшүш имканийити болмиғанлиқини алаһидә тилға алиду.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум кейинчә түркийә һөкүмитигә илтимас сунуп, кичик оғли һәсәнгә түркийә пуқралиқи салаһийитини һәл қилиду. Әпсуски, бейҗиңдики түркийә әлчиханисидин түрк паспорти алған һәсәнни хитай йәнә чеградин чиқармайду. Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң аяли мәрйәмгүл ханим бу һәқтә толуқлима берип, оғли һәсәнниң 3 яш вақтида дадисидин, 6 яш вақтида өзидин айрилғанлиқини, шуниңдин кейин оғли билән қайта җәм болалмиғанлиқини, қағилиқтики уруқ-туғқанлириниң һимайисидә чоң болған һәсәнниң 2009-йили хитай кимликигә илтимас қилғинида аилә арқа көрүнүши ашкарилинип, техиму қаттиқ реҗим астида қалғанлиқини баян қилди.

Мәрһум абдулһәкимхан мәхсумниң билдүрүшичә, оғли һәсәнни қануний йол арқилиқ түркийәгә елип келиш мумкинчилики үзүлгәчкә, 2012-йилиға кәлгәндә һәсән қачақ йол арқилиқ хитай чеграсидин чиқип кетиш йолини издәйду. Шу йили һәсән аяли вә әмдила 6 айлиқ болған қизи патимәни елип хитайниң җәнубий чегра өлкилири арқилиқ вийетнамға өтиду. Узун өтмәй уйғур мусапирлар билән бирликтә вийетнамдин камбоджаға, камбоджадин тайландқа өтиду. Әпсуски, тайланд чеграсида тутулуп қалиду. Һәсән қолидики түркийә паспорти билән тутулған болсиму, әмма тайланд даирилири “чеградин қанунсиз киргән” дегән җинайәт билән униңға еғир иқтисадий җаза қойиду. Абдулһәкимхан мәхсум буниңдин хәвәр тепип түркийә ташқи ишлар министирлиқи арқилиқ тайланд һөкүмитидин оғлини қоюп беришни тәләп қилиду. Иқтисадий җазани төләйду. Әмма тайланд тәрәп башқа йүзлигән уйғур мусапирларға охшашла һәсәнни тайландта йилларчә тутуп қалиду.

Мәрйәмгүл ханим оғли һәсәнниң тайланд түрмисидә бир йерим қамилип ятқанлиқини, қечиш сәпиридә иккинчи балисиға еғир-аяқ болған келини руқийәниң тайландтики түрмә дохтурханисида туғқанлиқини, туғут җәрянида “қечип кетиши мумкин” дәп гуман қилған тайланд сақчилириниң туғут азаби чекиватқан келини руқийәниң қолини кариватқа зәнҗирләп қойғанлиқини қаттиқ һәсрәт ичидә әслимә қилиду.

Бу паҗиәләрдин йүрики ләхтә-ләхтә болған мәрһум абдулһәкимхан мәхсум оғли һәсән вә униң аилисиниң тайландтики азаблиқ кәчмишлириниң буниң биләнла түгимигәнликини тилға алиду. Униң баян қилишичә, оғли һәсәнниң тайланд түрмисидә туғулған оғли муһәммәд билән түрмидә өсүп 2 яшқа киргән қизи патимә бир күни туюқсизла анисиниң қолидин тартип елинип, түркийәгә йолға селинған уйғур мусапирлар қатарида айропиланға елип чиқилиду. Икки бовақниң ата-аниси һәсән билән руқийә болса иккинчи күни баңкокқа йетип кәлгән хитай дөләт хәвпсизлики сақчилириға өткүзүп берилиду.

Мәрйәмгүл ханимниң баян қилишичә, оғли һәсән билән келини руқийә узун өтмәй тайландтин мәҗбурий елип меңилған йүздин артуқ уйғур мусапир тутқун билән биллә хитайға қайтурулиду. Шуниңдин кейин улар оғли һәсән вә униң аялиниң хитайдики қайси түрмигә қамалғанлиқи, уларниң саламәтлик әһвали вә һәтта һаят-мамати һәққидә һечқандақ учур алалмайду.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.