Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (6)
2019.10.29

Алтинчи қисим: “баһар” тәшкилати вә иккинчи қетимлиқ түрмә һаяти
1941-Йили үрүмчидики өлкилик қизлар мәктипигә йөткәп келингән абдурәһим әйса иккинчи йили, йәни 1942-йилиниң ахири йүзлигән уйғур сәрхиллири билән бир қатарда қолға елинип, шең шисәй түрмисигә қамилиду. Мәруп әйса акиси абдурәһим әйсаниң үрүмчигә барған мәзгилләрдә қолиға қәләм елип йезиқчилиқ билән шоғулланғанлиқини, лутпулла мутәллип, абдурәһим өткүр қатарлиқ яш қәләмкәшләр билән йеқин мунасивәттә болғанлиқини тәкитләйду.
1944-Йили сентәбирдә нилқа тағлиридин башланған миллий азадлиқ инқилабиниң оқ авази үрүмчидики гоминдаң даирилирини қанчилик алақизадә қиливәткән болса, түрмидики абдурәһим әйса қатарлиқ уйғур сәрхиллирниң қәлбини шунчилик һаяҗанға салиду. Улар инқилаб ялқуниниң тезлик билән пүткүл шәрқий түркистанға тутушушини, миллий азадлиқ теңиниң балдуррақ етишини арзу қилиду. Шең шисәй түрмисидә йетиватқили икки йил болай дегән бу пәвқуладдә мәзгилдә абдурәһим әйса қолиға қәләм елип “түрмидин оғлумға хәт” намлиқ әсирини язиду.
Гоминдаң даирилири 1944-йилиниң ахириға барғанда өлкидики җиддий вәзийәтни юмшитиш, или инқилабини сүлһи йоли билән тинҗитиш үчүн түрмидики бир қисим уйғур вә қазақ сиясий мәһбусларни қоюп бериду. Шу қатарда абдурәһим әйсаму түрмидин чиқиду.
Мәруп әйса кейинки йилларда акиси һәққидә язған әслимисидә мунуларни баян қилиду. “акам 1944-йилиниң ахири түрмидин қоюп берилгәндин кейин, униң юртиға, йәни илиға қайтишиға рухсәт қилинмайду. Гоминдаң даирилири униң ғулҗаға қайтип берипла илида күнсайин раваҗлиниватқан миллий азадлиқ инқилабиға қошулуп кетишидин әндишә қилиду. Шуңа уни илгири өзи ишлигән өлкилик қизлар оттура мәктипигә қайтидин ишқа орунлаштуриду. Әмма гоминдаң даирилири акам абдурәһим әйсаниң кәйнигә пайлақчи қоюп, униң сөз-һәрикәтлирини йеқиндин көзитиду.”
Мәруп әйсаниң баян қилишичә, бу вақитта совет иттипақиниң үрүмчидики консулханиси уйғур, қазақ, татар вә башқа йәрлик милләтләр ичидики сиясий сәзгүрлүки йоқири болған зиялийлар билән мәхпий көрүшүп, уларни йошурун тәшкилат қурушқа, йәр асти паалийәтлирини раваҗландурушқа, миллий армийә кәлгүсидә үрүмчигә һуҗум башлиғанда ичкий җәһәттин қозғилип, маслишишқа үндәйду. Буниң билән абдурәһим әйса, қасимҗан зуляроп, кәнҗи қатарлиқ яшларниң баш мәхпий баш қошуши билән 1945-йили 2-айда үрүмчидә “баһар” тәшкилати қурулиду.
Сәйпидин әзизи “өмүр дастани” намлиқ әслимисиниң 2-томида 1945-йилиниң башлирида үрүмчидә “инқилабий яшлар вә зиялийлар тәшкилати” намлиқ мәхпий тәшкилат қурулуп, йәр асти паалийәтлирини елип барғанлиқини, бу тәшкилатқа әйни вақитта гоминдаң һәрбий мәктипидин 18, йәрликтин 70 тин артуқ яшниң әзалиққа қобул қилинғанлиқини язиду.
Мәруп әйса әслимисидә сәйпидин әзизи тилға алған “инқилабий яшлар вә зиялийлар тәшкилати” ниң үрүмчидә абдурәһим әйсаниң башчилиқида қурулған “баһар” тәшкилати икәнликини илгири сүриду.
У мундақ дәп язиду: “ақсуда лутпулла мутәллип башчилқида ‛учқунлар тәшкилати‚ қурулған вақитта үрүмчидә абдурәһим әйсаниң башчилиқида ‛баһар‚ тәшкилати қурулуп, йошурун паалийәтлирини қанат яйдуриду. Бу тәшкилат илидин башланған миллий инқилабниң илһами билән 1945-йили февралда қурулиду. Униң сепигә үрүмчи шәһиридики уйғур, қазақ, қирғиз, өзбек, татар вә рус миллитиниң вәкиллири қатнашқан иди. Бу тәшкилатниң үрүмчидики совет консулханисиниң муавин консули русланоф билән йошурун алақиси бар иди. ‛баһар‚ тәшкилатиниң рәһбәрлик гурупписида абдурәһим әйса, қасимҗан зуляроп, мәнсур ниязи, полковник кәнҗи, хәмит муқийт, исмаил әнвәри, мамут сәдридин вә башқилар бар иди. Тәшкилатниң асасий мәқсити хәлқ ичидики илғар яшларни әзалиққа қобул қилип, уларни тәшкилләш вә тәрбийәләш, хәлқни ойғитиш, партизанлиқ һәрикитигә тәйярлиқ қилиш, вақти кәлгәндә или инқилабчилириға маслишип ичкий тәрәптин һәрикәткә өтүп, үрүмчини гоминдаңчиларнимң қолидин азад қилишни тезлитиштин ибарәт иди.”
“баһар” тәшкилати қурулуп наһайити тез сүрәт билән кеңийиду. Мәруп әйсаниң әслимисидә баян қилинишичә, бу тәшкилатниң нишани кәлгүсидә миллий армийә үрүмчигә һуҗум башлиғанда ичкий җәһәттин қозғилип, үрүмчиниң балдуррақ азад қилиниши үчүн күч қошуш икән. У бу һәқтә мундақ дәп язиду: “улар йошурунчә тәшвиқ вәрәқлири тарқитиш, илидин мәхпий әвәтилгән гезит-журналлар билән совет иттипақида нәшир қилинған ‛шәрқ һәқиқити‚ қатарлиқ журналлирини тарқитиш ишлирини елип бариду. Улар йәнә дүшмәнниң қорал искилатлири билән атханилиридики уйғур вә қазақ хизмәтчиләрни қолға кәлтүрүп, керәк болғанда шу йәрдики қораллар билән атларни елип қечиш тәйярлиқини елип бариду. Қисқиси, партизанлиқ һәрикәтлириниң маддий вә мәнивий тәйярлиқлири обдан ишлиниду.”
1945-Йилиниң яз айлирида “баһар” тәшкилати тез сүрәттә кеңийиватқан күнләрдә гоминдаң даирилири мәзкур тәшкилатниң һәрикитини байқап қалиду. Мәруп әйса әслимисидә гоминдаң даирилириниң абдулла (хитайчә исми а хушу) исимлик бир җасасни мәркуз тәшкилатниң ичигә йошурунчә киргүзгәнликини, үрүмчидики совет консулханисиниң буниңдин алдин хәвәр тепип абдурәһим әйса қатарлиқ тәшкилат мәсуллирини агаһландурғанлиқи, әмма җасусни уҗуқтуруш оператсийәси мувәппәқийәтлик болмай, тәшкилат әзалиридин 70 кишиниң қолға елинғанлиқини баян қилиду.
Сәйпидин әзизиму “өмүр дастани” намлиқ әслимисиниң 2-томида бу һәқтә мундақ дәп язиду: “бу тәшкилат 1945-йили 5-айниң башлирида гоминдаң сақчи орунлириға паш болуп қалиду вә көплигән асаслиқ әзалири гоминдаң әксийәтчилири тәрипидин қамаққа елиниду. Бирмунчиси дәһшәтлик қийин-қистаққа учрап өлтүриветилиду. Бу тәшкилатниң паш болуп қелиш җәряни мундақ болған: тәшкилатниң абдулла исимлик бир әзасиниң хаин икәнлики сезилгәндин кейин, уни өлтүриветиш қарар қилинған. Бу вәзипә тәшкилатниң актип әзалиридин кәнҗи, қасим зуляров, исмаил дегән кишиләргә тапшурулған. Улар абдуллани шәһәр сиртиға башлап чиқип тапанча билән атқан. Бирақ шу чағда ғәйрий адәм келип қалғанлиқтин атқучилар қачқан. Исмаил қорқуп кетип өзини сақчи идарисигә мәлум қилған вә тәшкилат әзалирини паш қилған. Шуниң билән кәнҗи, қасим зуляроп қатарлиқ бирмунчә тәшкилат әзалири қолға елинған.”
Мәруп әйса әслимисидә “баһар” тәшкилати паш болуп қалғандин кейин тәшкилат әзалири дуч кәлгән паҗиәләр һәққидә мундақ дәп язиду: “тәшкилатта абдулла исимлик бир җасусниң барлиқини әң аввал үрүмчидики совет консулханиси өзиниң мәхпий тори арқилиқ хәвәр тапиду. Буниң билән шу кечиси тәшкилат мәсуллиридин абдурәһим әйса үрүмчидики совет консулханисиға чақиртилип, хаин абдуллани дәрһал уҗуқтуриветиш вәзиписи тапшурулиду. Шу кечиси хаин абдуллани өлтүрүш оператсийәси қасимҗан зуляроп, кәнҗи вә исмаил үчәйләнгә тапшурулиду. Әмма шу кечиси кәнҗиниң тапанча билән атқан оқи абдулланиң әҗәллик йеригә тәгмәй қалиду. яриланған абдулла дат-пәрят товлап гоминдаң сақчи тәрәпкә әһвални мәлум қилиду. Зуляроп билән кәнҗи шу кечиси қечип, үрүмчидики совет иттипақиниң консулханисиға киривалиду. Әмма совет консулханиси бу иш ашкарилинип қалса өзлиригә пайдисизлиқини һес қилип, бу иккәйләнни консулханидин чиқириветиду. Таң сәһәрдә бу иккәйлән гоминдаң мәхпий сақчилири тәрипидин тутқун қилиниду. Абдурәһим әйса башлиқ тәшкилатниң башқа асаслиқ әзалириму шу күни арқа-арқидин қолға елиниду. Совет консулиниң йүзсизлик қилиши билән консулханидин чиқириветилгән қасимҗан зуляроп билән кәнҗи иккәйлән гоминдаң сақчилири тәрипидин вәһшийләрчә қийнап өлтүрүлиду. Уларниң җәсити кейинчә людавандики көмүр кан қудуқиға ташливетилиду. Абдурәһим әйса башлиқ ‛баһар‚ тәшкилатиниң башқа әзалири таки 1946-йили 6-айғичә гоминдаң түрмисидә ятиду.”
Мәруп әйса “баһар” тәшкилатиниң илидин қозғалған шәрқий түркистан инқилабиға маслишиш вә үрүмчиниң тезрақ азад болушини тезлитиш үчүн қурулғанлиқини алаһидә тәкитләйду. У акиси абдурәһим әйсани өз ичигә алған “баһар” тәшкилатиниң 70 тин көпрәк әзасиниң гоминдаң түрмисидә инсан тәсәввур қилғусиз еғир күнләрни баштин өткүзгәнликини, 1946-йили 6-айда “он бир битим” имзалинип, өлкилик бирләшмә һөкүмәт қурулғанда муавин рәис әхмәтҗан қасиминиң чиң туруши билән андин уларниң қоюп берилгәнликини тилға алиду. Мәруп әйса әслимисидә шу қетим гоминдаң тәрәпниң абдурәһим әйсани түрмидин қоюп бериштә шихо урушида миллий армийәгә әсиргә чүшкән гоминдаң генерали ли гавчиң билән тегишишни шәрт қилғанлиқини илгири сүриду.
Әҗәблинәрлики шуки, сәйпидин әзизи “өмүр дастани” намлиқ әслимисиниң 2-томида гәрчә “баһар” тәшкилатиниң қурулуши, инқилабий паалийәтлири һәмдә тәшкилат паш болуп қалғандин кейин әзалириниң тутқун қилиниши һәққидә тәпсилий тохталған болсиму, әмма мәзкур тәшкилатниң башлиқи абдурәһим әйсаниң исмини пәқәтла тилға алмайду. Мәруп әйсаму өз әслимисидә вә радийомизға бәргән авазлиқ баянатида сәйпидин әзизиниң “баһар” тәшкилати тоғрилиқ сөз болғанда тәшкилат рәиси болған абдурәһим әйсаниң исмини тилға елиштин изчил өзини қачуруп кәлгәнликини тәкитләйду.
(Давами бар)