Абдурәһим әйсаниң һаяти вә сирлиқ өлүми (7)
2019.11.05

Йәттинчи қисим: әхмәтҗан қасими билән бирликтә күрәш қилған йиллар
1946-Йили 6-айда или вәкиллири билән гоминдаң мәркизий һөкүмитиниң алаһидә һоқуқлуқ вәкили җаң җиҗуң оттурисидики 8 айға созулған сөһбәт ахирлишип, икки тәрәп “он бир маддилиқ битим” ға имза қойиду. Буниң нәтиҗисидә шинҗаң өлкилик бирләшмә һөкүмәт қурулуп, әхмәтҗан қасими өлкиниң биринчи муавин рәиси болиду. 1946-Йили 6-айниң ахири ечилған бирләшмә һөкүмәтниң тунҗи қетимлиқ йиғинида әхмәтҗан қасими муавин рәислик салаһийити билән гоминдаң түрмидики сиясий мәһбусларни, җүмлидин “баһар” тәшкилатиниң абдурәһим әйса башлиқ әзалирини дәрһал қоюп беришни тәләп қилиду. Һалбуки, гоминдаң һәрбий тәрәп “баһар” тәшкилатиниң башқа әзалирини қоюп бәргән болсиму, әмма абдурәһим әйсани қоюп бериштә или тәрәпкә шәрт қойиду. Йәни абдурәһим әйсани шихо урушида миллий армийәгә әсиргә чүшкән гоминдаң генерали ли гуаңчиң билән алмаштурушни тәләп қилиду.
1946-Йили язда абдурәһим әйса иккинчи қетим түрмидин чиққандин кейин, өлкилик бирләшмә һөкүмәт тәркибидә үрүмчидә вәзипә өтәватқан или тәрәп вәкиллири-әхмәтҗан қасими, рәһимҗан сабирһаҗи қатарлиқлар билән биллә сиясий сәһнидики күрәшни давамлаштуриду.
Абдурәһим әйсаниң бу мәзгилләрдики паалийити һәққидә һазир ташкәнттә яшаватқан иниси мәруп әйса мундақ дәп язиду: “акам абдурәһим әйса түрмидин чиққандин кейин муавин рәис әхмәтҗан қасиминиң орунлаштуруши билән үрүмчидә хизмәт қилиду. ‛битим‚ дин кейин бирләшмә һөкүмәтниң программиси бойичә һәрқайси вилайәт вә наһийәләрдә демократик сайлам өткүзүп, хәлқ өзи таллиған валий вә һакимларни сайлап чиқиш иши күнтәртипкә қоюлиду. Буниң билән муһәммәтимин буғра хотән вилайитигә, сәйпидин әзизи қәшқәр вилайитигә, абдурәһим әйса ақсу вилайитигә сайламға назарәтчилик қилишқа әвәтилиду. Абдурәһим әйсани ақсу вилайитиниң сайлам ишлириға назарәтчилик қилишқа әвәтиш ишини әхмәтҗан қасими шәхсән өзи өлкилик һөкүмәт йиғинида оттуриға қоюп, тәстиқлатқан иди. Акам мәхсус өмәк башлап ақсу вилайитигә бариду. Һалбуки, ақсу вилайити гоминдаң армийәсиниң җәнубий уйғуристандики әң муһим базилиридин бири иди. Униң үстигә миллий армийә 1945-йили муздаван арқилиқ ақсуға чүшүп, бай наһийәси билән ақсу кона шәһирини ишғал қилған болғачқа, ақсудики гоминдаң армийәси или тәрәпкә нисбәтән пәвқуладдә сәзгүр иди. Мана мушундақ шараитта әхмәтҗан қасиминиң мәхсус орунлаштуруши билән ақсуға барған абдурәһим әйса башчилиқидики өмәк сайлам ишлирида гоминдаң әскәрлириниң қаттиқ тосқунлуқиға учрайду. Ақсудики гоминдаң һәрбий даирилири сайлам ишиға қораллиқ мудахилә қилип, йәрлик хәлқниң өзи ишәнгән кишиләрни вилайәткә валий һәмдә наһийәләргә һаким қилип сайлишиға тосқунлуқ қилиду. Ақсудики сайламда гоминдаң һәрбий тәрәпниң тосқунлуқи билән сайлам ишлири оңушлуқ болмиған, хәлқ өзи ишәнгән намзатларни сайлиялмиған болсиму, әмма абдурәһим әйса башчилиқидики өмәк ақсудики гоминдаң һәрбий-мәмурий даирилири билән кәскин елишиду. Ақсу сәпиридин кейин акам абдурәһим әйсаниң ‛он бир битим‚ ға вә өлкилик бирләшмә һөкүмәткә болған ишәнчи суслайду. Униңда мустәқиллиқтин башқа йолниң ақмайдиғанлиқидин ибарәт бир идийә барғансери күчийиду.”
1946-Йили язда муавин рәис әхмәтҗан қасиминиң өлкилик һөкүмәт йиғинида алаһидә тәвсийә қилиши билән абдурәһим әйса шинҗаң институтиниң оқутуш ишлириға мәсул муавин мудирлиқиға тәйинлиниду. Шундин кейин абдурәһим әйса шинҗаң институтини база қилип алий маарип саһәсидә гоминдаңчилар билән интайин кәскин идеологийәлик күрәш елип бариду. Мәруп ейсаниң тәкитлишичә, абдурәһим әйса бу мәзгилләрдә өлкилик бирләшмә һөкүмәтниң әзаси, қошумчә тәмират назаритиниң назири болуп вәзипә өтәватқан атақлиқ инқилабчи вә тарихчи муһәммәтимин буғра билән йеқин мунасивәттә болиду. У муһәммәтимин буғрани шинҗаң институтиниң пәхрий профессорлуқиға тәклип қилиду һәмдә оқуғучиларға уйғур тарихидин лексийә беришкә орунлаштуриду.
Гәрчә мәсут сабири, муһәммәдимин буғра вә әйса йүсүп алиптекин вәкилликидики “үч әпәнди” ләр гуруһи билән әхмәтҗан қасими вәкилликидики или инқилабчилири оттурисида сиясий идеологийә вә мәпкурә мәсилисидә җиддий ихтилаплар мәвҗут болсиму, әмма абдурәһим әйса икки тәрәп оттурисидики мунасивәтни тәңшәш үчүн муһәммәтимин буғра билән йеқин мунасивәт орнитиду. У муһәммәдимин буғраниң 1930-йиллардики миллий инқилабта ойниған роли, тарих вә сиясәт илмидики чоңқур билими һәмдә кишилик пәзилитигә чин дилидин һөрмәт қилиду.
1947-Йили кириши билән гоминдаң һөкүмити билән или тәрәп оттурисидики ихтилап чекигә йетип, өлкилик бирләшмә һөкүмәт паләч һаләткә чүшүп қалиду. Шу йили 7-вә 8-айларда өлкилик бирләшмә һөкүмәттә вәзипә өтәватқан или тәрәп вәкиллири арқа-арқидин үрүмчидин айрилип ғулҗиға кетиду. Әхмәтҗан қасиминиң орунлаштуруши билән абдурәһим әйсаму шинҗаң институтидики вәзиписини ташлап ғулҗиға қайтип келиду.
Бу һәқтә мәруп әйса мунуларни баян қилиду: “акам абдурәһим әйса ғулҗиға қайтип барғандин кейин или валий мәһкимисиниң баш катиплиқиға тәйинлиниду. Йәни валий һакимбәг хоҗаниң қешида туруп, или валий мәһкимисиниң күндилик мәмурий ишлириға ярдәмлишиду. 1948-Йили 8-айниң 1-күни ғулҗида әхмәтҗан қасими башчилиқида ‛иттипақ‚ тәшкилати, йәни ‛шинҗаңда тинчлиқ вә демократийәни һимайә қилиш иттипақи‚ қурулғанда абдурәһим әйса ‛иттипақ‚ мәркизий комитетиниң баш катипи, мәмурийәт бөлүминиң башлиқи вә ‛иттипақ‚ мәркизий комитетиниң һәйәт әзаси болуп сайлиниду. У шу йилларда ‛иттипақ‚ мәркизий комитетиниң рәиси әхмәтҗан қасиминиң хизмитигә биваситә ярдәмлишиду.”
Мәруп әйса әслимисидә акиси абдурәһим әйсаниң шу йилларда әхмәтҗан қасими билән билән болған алаһидә йеқин мунасивитини көп қетим тәкитләп өтиду. Униң илгири сүрүшичә, абдурәһим әйса билән әхмәтҗан қасими оттурисида интайин сәмимий достлуқ мәвҗут икән. Шундақ болушиға қаримай акиси абдурәһим әйса бәзи мәсилиләрдә, болупму миллий мәнпәәт вә вәтәнниң келәчикигә мунасивәтлик зор мәсилиләрдә кәскинлик билән оттуриға чиқип, әхмәтҗан қасимиға бәзи зөрүр пикир-тәклипләрни бериштин баш тартмиған икән. Мәруп әйсаниң әскәртишичә, әхмәтҗан қасими 1947-йили әтиязда җаң җиҗуң билән бирликтә қәшқәргә барғандин кейин уйғур хәлқиниң миллий мустәқиллиқ ирадиси билән һөр яшашқа болған арзусини чоңқур дәриҗидә һес қилған. Шундақла униң идийәсидиму кәскин бурулуш болған икән.
Абдурәһим әйса 1947-йили язда или тәрәп вәкиллири билән бирликтә ғулҗиға кәткәндин кейин, у әхмәтҗан қасими билән бирликтә азад районда сиясий күрәшни давам қилдуриду. Мәруп әйса әслимисидә бу йилларни акиси абдурәһим әйсаниң һаятидики “әң қизғин, үмид вә ишәнчкә толған, өз хәлқиниң қәлбини әң чоңқур дәриҗидә чүшәнгән, күрәш вә хизмәткә өзини беғишлиған йиллар иди,” дәп язиду. Абдурәһим әйса өзиниң хизмәттики мәсулийәтчанлиқи, вәтән вә милләтниң мәнпәәтигә болған садақити шундақла бу җәһәттә көрсәткән алаһидә хизмәтлири үчүн әхмәтҗан қасиминиң тәвсийәси билән биринчи дәриҗилик алтун медал билән мукапатлиниду.
(Давами бар)