Ғуламидин пахтаниң һаяти (38): һаятимдики пәхирлинидиған вә өкүнидиған нуқтилар
2018.02.20
“йоруқ саһиллар” сәһиписидә ғуламидин пахта әпәнди билән аз кәм бир йилға созулған сөһбитимиз ахирқи басқучқа қәдәм қойди. Һалбуки, униң һаят һекайиси техи түгимиди. 87 яшлиқ бу бовайниң һаят һекайиси биз билән биллә йәнә давам қилмақта. . .
Ғуламидин әпәнди сөһбитимизниң әң ахирқи күни йезиқ үстилиниң астида сақлап келиватқан бир сандуқни авайлап ачти. Сандуқта бир данә узун йиллиқ ногай қапақ, рәңги өңгән болсиму, әмма петидин кәтмигән бир кона доппа, йүрәк шәкиллик бир қутиға қачиланған қәшқәрниң тәвәррүк тописи вә түмән дәрясидин алдуруп келингән алтә данә тухум шәкиллик таш бар иди.
У мундақ деди: “мән 1949-йили кәчкүздә қәшқәрдин айрилип ладақ йолиға сәпәр қилғанда бешимда мушу доппа бар иди. Қәшқәр норбешидики бағчимиздин үзүвалған бу ногай қапақ шунчә йиллардин буян қешимдин айрилмиди. Уни һәр қетим қолумға елип силкигинимдә ичидики қуруған уруқлири шарақлайду. Балилиқимда қәшқәрдики һойлимизниң өгзисигә чиқивелип мушундақ қуруған қапақларни шарақлитип силкисәм, кәптәрләр бу тонуш авазға әгишип әтрапимға қонатти. Сиз көрүватқан бу қутиниң ичидә қәшқәрниң тәвәррүк тописи тописи бар. Уни мән узун йиллардин буян йенимда сақлап келиватимән. Бир достум йиллар илгири қәшқәргә бармақчи болуп, ‛немә алғач келимән,‚ дәп сориғинида мән ‛кичикимдә чөмүлүп ойниған түмән дәрясиниң ташлиридин алғач кәл,‚ дегән идим. Мана бу қутидикиси түмән дәрясидин елип келингән 6 тал таш. Мән вәсийәтнамәмни йезип бу қутиға селип қойдум. Йәни мениң һаят несивәм пүтүп у дуняға манғинимда, бу қутидики қәшқәрниң тописи билән түмән дәрясидин елип келингән ташларни үстүмгә чечиңлар, вәтинимниң тописиға көмүлүп ятай дедим. . .”
Биз ахирқи сөһбитимиздә ғуламидин әпәндидин “сизниң һаятиңиздики сиз пәхирлинидиған нуқтилар зади немә?” дәп сориғинимизда, у: “‛өз вәтинини тонуған, яратқан тәңрисини тонуған билән охшаш‚ дегән сөз бар. Һаятимдики пәхирлинидиған биринчи ишим шуки, мән һаятимни пул-малға яки башқа арзу-һәвәсләргә әмәс, бәлки ашу муқәддәс вәтинимниң ишқиға атиғанлиқимдур,” деди.
У өз һаятидики пәхирлинидиған иккинчи бир нуқтиниң уйғур авазини ғәрб дунясида тунҗи болуп аңлатқанлиқи, йәни 1950-йилларниң ахирида биринчи болуп германийәдики “азадлиқ радийоси” да, андин 1960-йилларниң иккинчи йеримидин башлап “америка авази” радийосида аңлатқанлиқини чәксиз иптихарлиқ билән тилға алиду.
Ғуламидин әпәнди һаятидики йәнә бир пәхирлик ишиниң америкида тунҗи қетим “шәрқий түркистан күлтүр (мәдәнийәт) җәмийити” қурғанлиқи, кейинки мәзгилләрдә коломбийә университетида “шәрқий түркистан миллий тәтқиқат мәркизи” қуруп, уйғур тили, тарихи, мәдәнийити, өрп-адәтлири вә диний етиқади бойичә илмий чүшәнчиләр тарқатқанлиқи икәнликини илгири сүриду.
У йәнә “америка авази” радийосиниң “асияға ечилған деризә” намлиқ сәһиписидә 13 йил ихтиярий мухбир болуп ишлигәнлики, бу җәрянда пүтүн зеһни билән авазсиз хәлқиниң авазини дуняға аңлитишқа тиришқанлиқини алаһидә тилға алиду.
Ғуламидин әпәнди өзиниң һаят мусаписидин хуласә чиқарғинида, гәрчә һаятидики нурғун җәрянлардин пәхир вә иптихарлиқ һес қилсиму, әмма өзиниң йәнә өкүнидиған нуқтилириниңму барлиқини тилға алиду. У, “мениң һаятим бойи әң өкүнидиғиним, америкидәк бир дөләттә уйғур җамаитини уюштуруп ‛уйғур мәһәллиси‚ яки ‛уйғур кочиси‚ дегәндәк мәхсус бир җамаәтлик нуқтини һасил қилишқа қурбум йәтмигәнликидур,” деди.
Ғуламидин пахта әпәнди ахирида мәрһум шаир нимшеһитниң муну шеири билән өзиниң һаят һекайисини ахирлаштурди һәмдә пүтүн дунядики уйғур җамаитигә иттипақлиқ, уюшқақлиқ, үмид-ишәнч вә җасарәт тилиди.
Йүрәктә дағу-һәсрәт, дилда азадлиқ тәмәннаси,
Кинәдур азад десәм, көксүңдә бар қуллуқниң тамаси.
Елиң юртум, истиқбалиңни қайғурмай,
Қорсақ тойғанға шүкри әтсәң, болурсән һәммигә асий.
У бәдбәхтләрни инсапқа келур дәп ойлима һәргиз,
Күрәш қилмақ бүгүндә болди һәммә ишниң әласи.
Әгәр өлсәң шеһитсән, тирик қалсаң етиң ғази,
Бүдүр һәқниң калами, нимшеһитниң саңа имаси!