Гвәнтанамодин қайтқанда: абабәкри қасимниң бәшидин кәчүргәнлири-8

Мухбиримиз қутлан
2014.01.11
abubekri-ababekri-guentanamo.jpg Гвәнтанамо түрмисидин албанийәгә йәрләштүрүлгән абабәкри қасимниң йеқинқи сүрити.
Social Media

Америкиниң һәрбий айропилани тирана айродромиға қонғинида адрәатик деңизи бойидики бу кичиккинә дөләт техи түн қараңғулуқида иди. Қораллиқ әскәрләрниң һимайисидә һәрбий айропиландин йәргә чүшкән гвәнтанамо тутқунлири аллиқандақ бир қорқунч ичидә әтрапқа әнсиз қарайду. Һәммә нәрсә һәтта һаваму улар үчүн ят туюлувататти. Шу һаман абабәкриниң каллисидин бир хиял ялт қилип кәчти…

Бу албанийиму яки бейҗиңму?

Узун өтмәй бирқанчә пикап айропиланниң қешиға тохтап, униңдин кастум-бурулка кийип галстук бағлиған натонуш адәмләр чүшиду. Уларниң бой-бәсти вә сиртқи қияпитигә қарап абабәкри қатарлиқ уйғур яшлири йәниккинә тиниду, әмма улар чирайлиридики җиддийчиликтин пәйда болған ғәйри-нормал кәйпиятини йошуралмайду.

Ғәйрий тилдики саламлишишлар вә аддийла елип берилған өткүзүп бериш вә өткүзүвелиш рәсмийитидин кейин улар өзлириниң хитайға әмәс, бәлки америкиниң вәдиси бойичә албанийигә елип берилғанлиқини җәзм қилиду.

Бирқанчә пикап уларни түн қараңғулуқи ичидә тирана шәһиригә елип кириду. Йеши чоңрақ албан тәрҗиман йол бойи абабәкри билән хитай тилида сөзлишип маңиду. Албанийә һөкүмәт даирилири уларни тирана шәһириниң бир четигә җайлашқан сиясий панаһланғучиларниң лагериға орунлаштуриду.

Түн қараңғулуқи көтүрүлүп таң атиду. Улар балқан йерим арилиниң шәрқий гирвикидики бу кичиккинә дөләттә гвәнтанамо түрмисидин бошап чиққандин кейинки тунҗи сәһәрни күтүвалиду. Бу уларниң узақ мәзгиллик тутқунлуқтин ахири қутулуп әркинликкә еришкән тунҗи сәһири иди.

Отқаштәк қизил қуяш деңиз йүзидин көтүрүлүп тирана шәһиригә өз нурини төккинидә абабәкри һәмраһлири билән биллә һаятиниң йеңи бир сәһиписини башлиғанлиқини һес қилди.

Улар албанийидә немиләрни көрүп, немиләрни бешидин кәчүрди? қандақ җәрянлар билән бу ят тупраққа өзлишип, уни өзлириниң муһаҗирәттики йәнә бир вәтини сүпитидә қобул қилди?...

Бу тәпсилатларға қизиқсиңиз, аваз улинишқа диққәт бәргәйсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.