Оһсиниш (садайи, 9 - баб 1 - бөлүмниң ахири)
Ихтиярий мухбиримиз айгүл
2015.07.04
2015.07.04
Пәйзиваттики күнләрму хели яхши өткәникән. Гәрчә “тузини тетип беқиш” қа несип болмиған болсиму, әхәт қариниң аялиға қарап қоюшму шундақ татлиқ иш иди - дә. Бичарә тул қалармикин?
Әгәр мән чәтәлдә бай болуп кәлсәм униңға өзүм игидарчилиқ қилимән... Уни алсам,... яқ, алсам болмайдикән, өйләнмәй туруп җуван алса у дуняда тоху бақармиш. Йәнә келип униң бойида бар.