Уһсиниш 2 - баб (садайи)
Ихтиярий мухбиримиз айгүл
2014.08.23
2014.08.23
Қуранниң чүшүрүлүши қираәт қилиш үчүнла әмәс, бәлки яхши әхлақни бәрпа қилиш үчүндур. - Шәйх сәиди,“гүлистан”
Өстәң бойидики қазихана алдида нурғун кишиләр топлишивалған болуп, һойлидиму нурғун адәм бар иди. Улар гуваһчилар, дәвагәрләр вә бикарчи тамашибинлар иди. Җамаәт арисида немигидур қизиқиш кәйпияти һөкүм сүрәтти.