Уйғур қизлириниң хитай әрлиригә ятлиқ болуш һадисиси вә буниң кәйнидики сирлар
2025.01.09
Аз дегәндиму йеқинқи он йилдин бери уйғур қизлириниң хитай әрлиригә ятлиқ болуш һәққидики тәшвиқатлар йоқлуқтин “барлиққа келиш, көпийиш вә нормаллишиш” қичә болған басқучларни бесип өтти. Техи 2010-йилидики хитайниң 6-қетимлиқ дөләтлик нопус истатистикисида, уйғурларниң хитайлар билән тойлишиш нисбитиниң хитай бойичә әң төвән нисбәттә туридиғанлиқи хитай ичидә зор тәнқид вә муназириләргә сәвәб болғаниди. Һалбуки, қисқиғинә он нәччә йил ичидә бу әһвалда туюқсиз өзгириш йүз берипла қалмай, бәлки ақивәттә уйғурлар билән хитайларниң тойлишиши “нормаллашқан” дәк туйғу беридиған һаләткә йәтти. Әслидә уйғурлар ирқий қирғинчилиқ қилинғучи, хитайлар болса ирқий қирғинчилиқ қилғучи милләт сүпитидә, өз ара тойлишиш әмәс, һәтта инақ өтүшиниму тәсәввур қилғусиз бир иш иди. Һалбуки, уйғурлар билән хитайлар арисидики “тойлишиш” ниң ирқий қирғинчилиқниң маһийитигә хилап һалда “көпийиши”, кишиләрни һәйран қалдурушқа башлиди. Йәни бу хил һадисиниң көпийиши ялғуз ташқи дуняниң уйғур ирқий қирғинчилиқиниң йүз бериватқанлиқиға болған қаришида соал пәйда қилипла қалмай, бәлки уйғурлар арисидиму нөвәттә күчлүк диққәт вә муназириләрни қозғимақта. Ундақта, уйғур қизлириниң хитай әрлиригә ятлиқ болуш һадисисиниң келип чиқишидики сәвәбләр зади немә?
Уйғур қизлириниң хитай әрлири билән той қилиш мәсилисиниң пәйда болуш вә көпийиши, әмәлийәттә уйғур ирқий қирғинчилиқи билән чәмбәрчас бағланған болуп, хитай тәшвиқ қиливатқан “никаһ әркинлики” билән азрақму мунасивити йоқ! бундақ кесип ейтиш бәлки нурғун кишиләрни гуманға селиши мумкин. Чүнки хитай тәшвиқат супилиридин тарқиливатқан хитай билән тойлашқан уйғур қизлириниң “чирайидики хушаллиқ вә той мәрикиләрдики гүзәл мәнзириләр һәмдә мунасивәтлик тәшвиқатлар” бу һадисиниң кәйнидә зорлаш мәсилиниң мәвҗутлуқиға шүбһә пәйда қилиши тәбиий. У һалда, биз алди билән әнә шу “һәқиқәт” тәк көрситилгән тәшвиқатларниң оттуриға чиқишиға сәвәб болған амиллар үстидә издинип көрәйли.
Хитай иҗтимаий пәнләр академийәсиниң орган торида 2022-йили елан қилинған “Ислаһаттин кейин хитайдики милләтләр ара тойлишиштики он чоң өзгириш” намлиқ доклатта уйғурларниң 1982-йилидин 2015-йилиғичә болған арилиқтики хитайлар билән тойлишиш нисбити берилгән (гирафикта көрситилгинидәк). Бу нисбәт бойичә қариғанда, уйғурларниң хитайлар билән тойлишиш нисбити 1982-дин 2015-йилиғичә болған 23 йил ичидә хитай бойичә әң төвән нисбәтни сақлап кәлгән. Демәк, уйғурларниң хитайлар билән тойлишишиниң бүгүнкидәк “нормаллашқан” һалити пәқәт кейики 10 йилда пәйда болған дейишкә болиду. Биз аввалқи 23 йил ичидики уйғурлар билән хитайларниң тойлишиш нисбити билән һазирқи әһвалларни селиштуруп көрсәкла, уйғурлар билән хитайларниң тойлишиш нисбитиниң туюқсиз көпийип кетишиниң нормал бир һадисә болмиғанлиқини чүшинәләймиз.
Дәрвәқә, хитайлар билән уйғурлар арисидики тойлишишниң бүгүнкидәк туюқсиз көпийишини нормал һадисидәк тәшвиқ қилишниң өзила әң чоң нормалсизлиқ! ундақта, бундақ бир нормалсизлиқ қандақ шәкилдә оттуриға чиқти яки чиқирилди?
Уйғурларниң зади қачандин башлап хитай һөкүмити тәрипидин ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи һәққидә ениқ бир нәрсә дейиш тәс болсиму, лекин 2009-йили йүз бәргән “5-июл үрүмчи қирғинчилиқи” ниң уйғур ирқий қирғинчилиқиниң башлиниш нуқтиси болғанлиқида көп талаш-тартиш йоқ. Һәтта шундақ болғанлиқини хитай өзи 2019-йили елан қилған “Шинҗаңдики террорлуққа қарши туруш, әсәбийликни йоқитиш күриши вә кишилик һоқуқ капалити ақташлиқ китаби” да ашкара етирап қилған. Әгәрдә 2009-йилини уйғур ирқий қирғинчилиқиниң башлиниш нуқтиси дәп қарисақ, бу ирқий қирғинчилиқ пиланиниң оттуриға чиқишини униңдиму бурунқи вақитларға сүрүшкә тоғра келиду. Һалбуки, 2009-йилидин бурунқи уйғурларниң әһвалиға нәзәр салидиған болсақ, “5-июл қирғинчилиқи” дин тартип таки “барин инқилаби” ғичә болған 20 йилдәк вақит, уйғурлар билән хитайлар арисидики миллий зиддийәт әң юқири чәккә чиққан вақит дейишкә болиду. Буму дәл уйғурлар билән хитайлар арисидики тойлишиш нисбитиниң әң төвән чәкни сақлап қалалишидики муһим сәвәбтур.
Дәрвәқә, 2009-йилидики “5-июл қирғинчилиқи” дин кейин, уйғурларниң пүткүл милләт гәвдиси билән хитайниң һакимийәт дүшмини қилип бекитилгәнлики ашкара. Бундақ бир әһвалда, уйғурлар билән хитайлар арисидики мунасивәтниң яхшилинишқа қарап йүзлинишини тәсәввур қилиш мумкинму? әгәр есимиздә болса, 2010-йили хитайда ечилған “Мәркәзниң тунҗи қетимлиқ шинҗаң хизмәт йиғини” хитай тәрипидин шинҗаңни йеңичә идарә қилишниң истратегийәси түзүп чиқилған йиғин Дейилгән. 2014-Йили ши җинпиңниң “шинҗаңни йеңичә идарә қилиш истратегийәси” һәққидики ашкариланған мәхпий йолйоруқида, бу истратегийәниң уйғурларни нишан қилғанлиқи ениқ көрситилгән. Йәни, уйғурларниң йилтизини қурутуш, әвладини үзүш, беғини кесиш, мәнбәсини кесиветиш (断根、断代、断联、 断源) ниң ши җинпиңниң аталмиш “шинҗаңни йеңичә идарә қилиш истратегийәси” Ниң өзи икәнлики ениқ дейилгән.
Қарайдиған болсақ, 2014-йили хитай билән той қилғанларни 10 миң йүән хитай пули билән мукапатлаш тәдбири чәрчән наһийәлик һөкүмәт тәрипидин тунҗи қетим ашкара елан қилинип, уйғур қизлириниң хитай әрлири билән тойлишишиға хитайниң биваситә қол тиқиватқанлиқи ашкариланғаниди. 2014-Йили уйғур елидә 200 миң хитай кадири уйғурларниң өйлиригә көчүп кириш сиясити йолға қоюлған йил болуп, уйғурлар милләт бойичә “үч хил күч гумандари” дәп қаралған. Бу вәҗидин аталмиш “Уйғур хәлқигә йезилған очуқ хәт” ләр тәшвиқ қилинип, уйғурларниң “үч хил күч” тин чәк-чеграсини пүтүнләй айрип, мәйданини ашкара җакарлиши тәләп қилинған. Уйғур диний затлар “алма уссули” ға чүшүрүлгән, уйғур кәнт кадирлири чошқа гөшини “өз ихтиярлиқи” билән йегән, чошқа баққан, өз кимликини хитай кимликигә өзгәрткән, мусулман кимликидин ваз кәчкәнликидәк түрлүк “йеңилиқ” лар арқа-арқидин оттуриға чиққан. Һәтта җәнубий уйғур елиниң йеза-кәнтлиридики уйғур аһалиләр коллектип һалда “мәдәнийәт зор инқилаби” дин бурунқи дәврләрдикидәк “үч хил күчни күрәшкә тартиш, гунаһиға төвә қилдуруш” қа, өз ара назарәтчилик қилиш вә гуманлиқ кишиләрни һөкүмәткә чеқиштурушқа қоюлған. Бундақ әһвалда, Уйғурларниң тойлашқанда никаһ оқуш, өлүм-йетимдә ибадәт қилиш қатарлиқ өрп-адәтлириму радикаллиқ Дәп чәкләнгән. “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики мәлуматлирида ашкариланған учурларға қариғандиму, бу вақитларда Хитайлар билән тойлишишни рәт қилишму охшашла радикаллиқ Дәп бекитилгән.
Йиғинчақлиғанда, уйғур қизлириниң хитай әрлиригә той қилиш һадисисиниң көпийиши дәл ши җинпиңниң уйғурларниң йилтизини қурутуш, әвладини үзүш, беғини кесиш, мәнбәсини қурутуш (断根、断代、断联、 断源) тәк вәһшиянә ирқий қирғинчилиқ көрсәтмиси билән әвҗигә чиққанлиқи ениқ. Йәни бу һадисиниң кәйнидә худди “қарисаң көзүңни ойимән, йиғлисаң тилиңни кесимән!” дегәндәк рәзил тәқибләшләрниң барлиқини тәхмин қилиш тәс әмәс.
Демәк, уйғурларниң әһвалини худди җорҗи орвелниң “1984” намлиқ романидәк, уйғурларниң барлиқ һоқуқ вә әркинлики хитайниң назарити астида болған, өзлүкини ипадиләш, пикир баян қилишлар пүтүнләй чәкләнгән, түрлүк назарәтләр һәммә йәрни қаплиған, кишиләр арисида ишәнч турғузуш имкани йоқитилған… қисқиси, уйғур қизлири хитай әрлиригә тойлишишта яқ дейишла әмәс, бәлки азаблинишқиму йол қоюлмайдиған бир вәзийәттә дәп пәрәз қилишқа тамамән болиду. Лекин мушундақ тәқибләшләр астидиму уйғурларниң хитайлар билән тойлишиш нисбитиниң йәнила хитай арзу қилғандәк көп әмәслики кишини үмидләндүриду. Йәни хитай мәнбәлик учурлардин қариғанда, уйғурларниң хитайлар билән тойлишиш нисбити 2020-йили хитайниң 7-қетимлиқ Нопус тәкшүрүшидә йәнила 0.62 Пирсәнтлик төвән нисбәтНи сақлап қалған. Бу әһвал хитайниң “довйин”, “тик-ток” қатарлиқ учур васитилиридә тохтимай тәшвиқ қилиниватқан “уйғур қизлириниң хитай әрлиригә өзлири халап тегиши вә бундақ тойлишиш нисбитиниң ешиватқанлиқи” һәққидики учурларниң уйғурларниң һәқиқий реаллиқи билән муәййән пәрқи барлиқини; уйғурлар билән хитайларниң тойлишиши “нормаллашқан” дәк көрүнүшләрниң әмәлийәттә хитай тәшвиқатиниң тәсиридин оттуриға чиққанлиқини көрситиду. Қисқиси, уйғур қизлирини мәҗбурий һалда хитай әрлиригә ятлиқ қилишни уйғурларни йоқитишниң бир усули қилиш, мәдәний дуняда қобул қилинмайдиған қәбиһлик болупла қалмай, бәлки ирқий қирғинчилиқ астидики уйғурларниң өзлүкини сақлаш вә кимликини қоғдаш еңини хитайниң ирадисигә қарши һалда техиму күчәйтиду, халас!
[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]