5 ‏- июл вәқәсидә бир қисим уйғур әдилийә вә сақчи хадимлири иштин қоғланған

өткән йили 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, уйғур елиниң һәммила йеридә чарлаш вә назарәт қилиш күчәйтилгәнликини ейтқан бир уйғур яш, үрүмчи вәқәсидә намайишқа қатнашқан тутқунларни сорақ қилиш җәрянида йүз бәргән вәқәләрни, бу вәқәләрниң сақчилар тәрипидин җәмийәткә ашкариланғанлиқини билдүрди.

0:00 / 0:00

бу уйғур яш йәнә, бир қисим уйғур әдилийә вә сақчи хадимлириниң хитайлар тәрипидин "хизмәткә миллий туйғусини арилаштурувалған" дегән бөһтанлири билән хизмәттин һәйдәлгәнлики, йәнә бир қисимлириниң чәт йезиларға қайта тәрбийилинишкә чүшүрүлгәнликини оттуриға қойди.

юқиридики аваз улинишидин, өзини ашкарилашни халимиған бу яш билән өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.