ғулҗида қатар чай ойнаватқан 30 уйғур аял тутқун қилинған

хитайниң дөләт бихәтәрлик тармақлири уйғур районида йәнә бир сорунға қол узатти: у болсиму аялларниң чай соруни. өткән айниң 24 ‏ - күни ғулҗа шәһириниң ташкөврүк йезисида, қатар чай ойниған 30 нәпәр аял нәқ мәйданда байқилип тутқун қилинған.

ﺳﯜﺭﻩﺗﺘﻪ، ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺋﺎﻳﺎﻟﻠﯩﺮﻯ.
ﺳﯜﺭﻩﺗﺘﻪ, ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺋﺎﻳﺎﻟﻠﯩﺮﻯ. (RFA Photo)

0:00 / 0:00

булардин 4 нәпиригә 1 айлиқтин қамақ җазаси, 7 нәпиригә 10 күнлүктин әмгәккә селиш җазаси берилгән. "җинайити" йеник дәп қаралған қалған 19 нәпәр аял шу күни 8 саәт сорақ қилинғандин кейин қоюветилгән.

биз әнә шу кунки чайниң саһипхани болған раһилә ханим билән униң 30 күнлүк түрмә һаяти тоғрисида сөһбәт елип бардуқ.

юқиридики аваз улинишидин , бу паҗиәлик һекайә, йәни пәқәт чай ойниған 30 нәпәр аялниң тутқун қилиниш җәряниниң тәпсилатини аңлайсиәр.

диққәт: кейинки программилиримизда, бу 30 нәпәр аялниң тутқун қилинишниң һәқиқий сәвәблири һәққидә мәлумат беришкә тиришимиз.