Др.Рейчел һаррис ханимниң ' он икки муқамни қелиплаштуруш` намлиқ әсири әнглийидә нәширдин чиқти
Мухбиримиз әркин тарим
2008.11.27
2008.11.27
RFA Photo / Erkin Tarim / Book author Rachel Harris
Манабу муқам сөйәрләрдин бири лондон университети асия вә африқа иниститути музика оқутқучиси др.Рейчел һаррис ханимдур.
Др.Рейчел һаррис ханим язған `он икки муқамни қелиплаштуруш` исимлик китаб йеқинда әнглийиниң лондон шәһридә нәшир қилинған. Китабта, уйғур он икки муқаминиң қелиплишиш тарихи вә қелиплишиш җәряни баян қилинған болуп, төвәндики мәзмунларни өз ичигә алған.
Булар кириш сөз, уйғур музикиси һәққидә мәлумат, он икки муқамни қелиплаштуруш тарихи, муқам устиси абдуллаһ маҗнун, он икки муқамни қелиплаштуруш һәққидә муназириләр, он икки муқамни қелиплаштуруш, изаһатлар, қошумчә мәлуматлар, библиографийидин ибарәт.
Китабниң аптори др. Рейчел һаррис ханим бу китабни йезиш үчүн көп қетим, уйғур дияриға, өзбекистанға, қазақистанларға берип даңлиқ уйғур муқамчилири вә әлнәғмичилири билән учришип уйғур он икки муқами һәққидә материял топлиған. У бизгә бәргән мәлуматида бу китабта уйғур он икки муқаминиң қелиплаштурулуш тарихи баян қилинған болуп, у китабида уйғур он икки муқаминиң қелиплаштурулуш тарихиниң 100 йил бурунла башланғанлиқини, йәни 1918 - йили қазақистанда қурулған уйғур сәнәт гурупписи билән башланғанлиқини ейтти.
Др. Рейчел һаррис ханим буниңдин бирқанчә ай бурун америкилиқ бир мутәхәссисниң уйғур он икки муқаминиң текисти һәққидә бир китаб язғанлиқини, өзи язған бу әсәрдә болса он икки муқамниң музикисини тәтқиқ қилғанлиқини ейтти.
Бу хил китабларниң уйғур мәдәнийитини дуняға тонуштуруш үчүн интайин муһим икәнликини әмма йетәрлик әмәсликини ейтқан китабниң аптори др. Рейчел харрис ханим, телефон зияритимизни қобул қилип, китаб һәққидә техиму тәпсили мәлумат бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики тәпсили мәлуматимизни аңлайсиз.