`Уйғурлар` ниң уйғурчиси түркийидә қайта нәшр қилинди
Мухбиримиз әркин тарим
2010.04.28
2010.04.28
RFA Photo / Erkin Tarim
Турғун алмасниң бу әсири 1989 - йили үрүмчидә нәшр қилинип узун өтмәй хитай һөкүмити тәрипидин мәни қилинип йиғивелинған иди.
Дуня уйғур қурултейи буниңға охшаш уйғур диярида чәкләнгән бир йүрүш китабларни нәшр қилдуруш пиланини түзүп чиққан болуп, даңлиқ шаир, тарихчи турғун алмасниң `уйғурлар` намлиқ китаби булардин бири икән. Биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн д у қ баш секритари долқун әйса вә д у қ нәшрият бөлүми башлиқи җелил туран әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Д у қ нәшрият бөлүми мәсули җелил туран әпәнди радиомизға қилған сөзидә, турғун алмасниң `уйғурлар` намлиқ китаби 89 - йилиниң ахирида нәшр қилинип узун өтмәйла хитай һөкүмити тәрипидин йиғивелинғанлиқи үчүн көп сандики уйғурниң бу китабни оқуялмиғанлиқини, шуңа қайта нәшр қилишниң интайин муһим икәнликини ейтти. У китабниң дуня уйғур қурултейиниң дуняниң һәр қайси җайлиридики вәкиллири тәрипидин тарқитилидиғанлиқини ейтти.
Турғун алмасниң `уйғурлар` намлиқ әсири икки һәптә бурун түркийиниң истанбул шәһиридики сәләнгә нәшрияти тәрипидин түрк тилида нәшр қилинған иди.
1924 - Йили қәшқәрдә дүняға кәлгән турғун алмас, 2001 - йили 9 - айниң 11 - күни үрүмчидә вапат болған иди. Башланғуч мәктәпни қәшқәрдә пүттүргәндин кейин, аилиси билән бирликтә ғулҗида олтурақлашқан, кейин үрүмчидә оқуған турғун алмас, 1940 - вә 1970 - йиллирида узун йил турмиға қамалған. Униң `тутқун' ,' ғерип момай' , ' җәмилә' ,' икки тамчә яш' ,' яшлиқим' , ' тәнлирим япрақ' ,' ана тупрақ` қатарлиқ нурғун шиирлири елан қилинған. Униң `тәнлирим япрақ` намлиқ шеири хәлқ арисида нахша қилип ейтилип вәтәнниң һәммә йәрлиригә таралған.
Даңлиқ тарихчи турғун алмас әдәбий әсәрлиридин башқа йәнә, `уйғурлар`, `һунларниң қисқичә тарихи`, `уйғур идиқут ханлиқи', `түркләр` вә `қәдимқи уйғур әдәбияти` қатарлиқ чоң һәҗимдики әсәрләрни язған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.