Америка сода министири җина раймондо хитайниң експорт контроллуқини азайтиш һәққидики тәлипини рәт қилған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.08.31

Америка сода министири җина раймондо (Gina Raimondo) хитайниң експорт контроллуқини азайтиш һәққидики тәлипини рәт қилған.

Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка сода ишлири министири җина раймондониң хитайдики зиярити мәзгилидә хитай рәһбәрлири униңдин американиң һәрбий ишларда ишлитилидиған техникиларни хитайға өткүзүп бәрмәслик һәққидики експорт контроллуқини азайтишни мураҗиәт қилған. Әмма җина раймондо бу тәләпни рәт қилған.

Раймондо мундақ дегән: “улар техника мәһсулатлири үстидики експорт контроллуқини азайтишни тәләп қилди. Мән әлвәттә буниңға яқ дедим. Чүнки биз дөләт бихәтәрликигә тақишидиған мәсилиләрдә һәргиз мурәссәләшмәймиз” .

Җина раймондо сөзидә, икки тәрәпниң американиң експорт контроллуқи һәққидә мәлумат алмаштуридиғанлиқини ейтип, буниң хитай тәрәпниң “маслишишни ашурушини үмид қилимиз” , дегән.

Бирләшмә агентлиқиниң дейишичә, ши җинпиң һөкүмити һазир чәтәллик мәбләғ салғучиларниң хитайға болған қизиқишини әслигә кәлтүрүш вә иқтисадий касатчилиқни пәсәйтиш тиришчанлиқиниң бир қисми сүпитидә чәтәл ширкәтлирини хатирҗәм қилишқа тиришмақтикән. Бирақ җина раймондо ханим сөзидә, буниң асанға тохтимайдиғанлиқини ейтқан.

У хитай тәрәп билән болған учришишлар яхши өткән болсиму, бирақ буни дәрһал нәтиҗә бериду, дәп қаримайдиғанлиқини ейтип “һәқиқий һәрикәт боламду-йоқ биз буни алдимизда көримиз” дегән.

Раймондо йәнә әскәртип икки тәрәпниң учришишлириниң қандақтур мурәссә қилиш яки тәслим болуштин дерәк бәрмәйдиғанлиқи, әксичә аридики уқушмаслиқни азайтиш вә учур алмаштуруш үчүн қәдәм ташлиғанлиқ болуп һесаблинидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.