Уйғур қизи арфийә “кәлгүсигә тәсир көрситидиған 100 шәхс” тизимликидин орун алди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.09.15

Бу йил 4-айниң 24-күни японийә парламентиниң әзалиқиға сайланған уйғур қизи арфийә хәлқарадики нопузлуқ журнал болған “дәвр” журнилиниң 2023-йиллиқ “кәлгүсигә тәсир көрситидиған 100 шәхс” (TIME100 Next) тизимликидин орун алған.

Бу тизимлик сағламлиқ, килимат, сода, тәнтәрбийә, сәнәт вә башқа җәһәтләрдә қәд көтүрүватқан шәхсләрни тәқдирләшни мәқсәт қилған болуп, униңға җәмийәттики әң җиддий мәсилиләрни йеңи һәл қилиш чариси билән тәминлигән алимлар, сиясәтчиләр, баш иҗраийә әмәлдарлири, сәнәткарлар, аләм учқучилири, кутупхана хизмәтчиси қатарлиқ һәрсаһәдин шәхсләр киргүзүлгәникән.

“дәвр” журнили арфийәниң бу тизимликкә киргүзүлүшиниң сәвәби һәққидә тохталғанда бу йил 4-айда японийә парламент әзалиқиға сайланған арфийәниң японийә сиясәт саһәсидики “яшанған әрләрниң һакимийити” гә риқабәт елан қилғанлиқини әскәрткән. Униңда мундақ дейилгән:

“японийәдә тәхминән 90% парламент яки министирлиқ вәзиписини әрләр игилигән. Парламент әзалириниң оттуричә йеши 56 яш. . . Әмма уйғур вә өзбек әслидин болған, 34 яшлиқ арфийә ери. . . . японийәдики көп хиллиқниң чемпийониға айланди”

“дәвр” журнили тонуштурушида йәнә, арфийәниң дөләтни башқуруватқан “яшанған әрләр кулуби” гә тәһдит болуш әмәс, бәлки улар билән һәмкарлиқ орнитиш асасида һакимийәт бешидики либерал демократлар партийәси ичидә сиясәт қиливатқанлиқини язған. Арфийәниң йәнә баш министир фумио кишиданиң нурғун сиясәтлирини қоллаватқанлиқини, униң японийәниң даңлиқ сиясәтчилиридин болған санлиқ мәлумат ишлири министири таро конониң қоллишиға еришкәнликини баян қилип: “арфийә ери дөләтниң һәқиқий көп хиллиқини яхши намаян қилиш үчүн өзини көврүк қилип тиклиди”. Дегән.

Уйғур қизи арфийә бу йил 4-айда японийә парламент әзалиқиға сайланғанда хәлқаралиқ ахбаратларниң күчлүк диққитигә еришкән. Арфийә әйни чағда аксйос (Axios) ториниң зияритини қобул қилғанда уйғурларниң бешиға келиватқан күлпәтни әслитип туруп “уйғурлар һазир ирқий қирғинчилиқниң қурбани болуватқан бир милләт болсиму, униң худди башқа милләтләргә охшаш қәд көтүрүп гүллинишкә лайиқ бир хәлқ икәнликини, буни өз хизмити арқилиқ намаян қилип беришни үмид қилидиғанлиқини” билдүргәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.