Бағдаттики партлашта көп санда адәм һаятидин айрилди

Мухбиримиз үмидвар
2016.07.03


Шәнбә күни кечидә бағдад шәһиридә йүз бәргән партлаш вәқәсидә өлгәнләрниң саниниң 131 нәпәргә, яридар болғанларниң 160 кә йәткән.

Б б с агентлиқиниң әл - җәзирә телевизийәсидин нәқил елишичә, мәзкур бир қатар партлаш ичидики әң күчлүк партлаш шәнбә күнидә кечидә бағдад шәһәр мәркизидики қайнақ әл - қаррада дегән базар җайидики бир ресторан әтрапида бомба қачиланған аптомобилниң партлиши билән әмәлгә ашурулған. Иккинчи қетимлиқ партлаш униңдин мәлум вақит өткәндин кейин бағдадниң шималида йүз бәргән.

Қаттиқ партлаш йүз бәргән бағдад шәһәр мәркизидә көплигән ресторанлар, магизинлар бар болуп, рамизан мәзгили болғачқа кәчтә бу йәргә наһайити көп адәм келидикән.

Партлаш вәқәсидин кейин, ирақ баш министири һәйдәр абади партлаш йүз бәргән җайға барған вә у “бу даешниң ирақ армийиси фаллуҗани азад қилғанлиқиға қарши елип барған һуҗуми” дегән.

Ройтерсниң хәвәр қилишичә, даеш бағдаттики бу партлашни елип барғанлиқини билдүргән.

Өткән һәптә ирақ һөкүмәт қошунлири даешниң контроллуқидики фаллуҗа шәһирини игиләп, бу җайни өз контроллуқи астиға алған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.