Б д т баш катипиниң икки йүзлимилик қилмиши тәнқидләнди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2025.01.28

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң баш катипи антонийо гуттерес (Antonio Guterres) йеқинда “йәһудийлар зор қирғинчилиқи” ниң 80 йиллиқ хатириси мунасивити билән телевизийәдә сөз қилип “бу зор қирғинчилиқниң инсанийәт хатирисидин өчүп кетиши өтмүшкә қилинған хиянәт, шундақла кәлгүсигә қилинған сатқунлуқтур” дегән.

Антонийо гуттерес әйни вақиттики тарихни әсләш җәрянида натсистлар германийәси пүткүл йәһудийларни йоқ қиливетишни көзлигән зор қирғинчилиқта алтә милйон йәһудийниң қирип ташланғанлиқини алаһидә әскәрткән. У бу һәқтә қилған сөзидә “биз қурбанлар вә һаят қалғучиларниң уруқ-туғқанлири билән бир сәптә туримиз” дегән.

Һалбуки униң характер вә нәтиҗә җәһәттә “йәһудийлар зор қирғинчилиқи” ға охшап кетидиған, һәтта униңдинму еғир, дәп қарилидиған уйғур қирғинчилиқи һәққидә һазирғичә сөз қилип бақмиғанлиқи, әмдиликтә бир юмилапла қирғинчилиққа қарши турғучи қияпитидә сөз қилиши X тә кәскин тәнқидләнди. Кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин емма реллий (Emma Reilly) униң әйни вақитта хитай һөкүмити иҗра қиливатқан уйғур қирғинчилиқи һәққидә сөз қилмақчи болған уйғурларниң исимликини хитай һөкүмитигә тапшуруп бәргәнликини әскәртип: “сиз һазирғичә уйғурлар билән көрүшүшни рәт қилип келиватисиз. Сиз башқуруватқан қирғинчилиқниң алдини елиш ишханиси һазирға қәдәр уйғур қирғинчилиқи һәққидә һазирға қәдәр сүкүт қилип келиватиду” дегән. Шундақла хитай һөкүмити һәр йили б д т ға йоллаватқан 10 милйон долларлиқ мәбләғниң буниң муһим сәвәблиридин бири икәнликини тилға алған.

Тибәт кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин тензин намгялму шу қатарда антонийо гуттересқа җаваб қайтуруп: “мениңчә сизни б д т тарихидики әң начар баш катип, дейишкә болиду” дәп язған. Антонйо гуттересниң б д т баш катипи болуш сүпитидә б д т әһдинамисигә хилап болған мушу тәриқидики ишлири йиллардин буян уни охшимиған тәнқидләргә нишан қилип келиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.