Американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ баш әлчиси линда томас рошән аббас қатарлиқлар билән көрүшкән
Американиң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ баш әлчисилинда томас(Linda Thomas-Greenfield) 20-апрел күни ечилған тор йиғинида уйғур һәрикити тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас, доктор ришат аббас вә гүлшән аббасниң қизи зиба билән көрүшкән.
Линда томас ханим бу һәқтә тиветтерға учур йоллап: “мән хитайда тутқунда туруватқан дохтур гүлшән аббасниң аилә әзалири билән көрүштүм. Америка һөкүмити гүлшән аббасниң бихәтәрлики вә униң қоюп берилиши үчүн давамлиқ бесим қилиши, хитайниң уйғур вә башқа етиқадчи аммиға селиватқан қәбиһ зулумиға қарши сөзләп туруши керәк” дегән.
У йәнә тиветтирда бәргән учурида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари мишел бачилет (Michel Bachelet) ни 2021-йил 9-айда тамамланған уйғур райониға мунасивәтлик кишилик һоқуқ доклатини елан қилишқа чақирған, һәмдә мишел бачилетниң келәр айда уйғур районида болидиған зияритиниң очуқ-ашкара, чәклимисиз болуши керәкликини тәкитлигән.