Германийә һөкүмити башқичә шәкилдә бейҗиң олимпик мусабиқисини “байқут” қилди
2022.01.05
2022-Йили 4-февралда башлинидиған бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә бир ай қалғанда германийә һөкүмити өзлириниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң бу қетимлиқ мусабиқигә бармайдиғанлиқини, шундақла германийә һөкүмитиниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқутму қилмайдиғанлиқини елан қилди.
Германийәдики “күндилик әйнәк гезити” ниң 5-январдики хәвиридә ейтилишичә, германийә баш министири олаф шулез һөкүмәт хадимлириниң бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини билдүргән. Мухбирларниң мусабиқини байқут қилиш һәрикити тоғрисидики соаллириға қарита шулиз “биз бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилимиз, демидуқ” дегән. Хәвәрдә ейтилишичә, баш министир шулиз нөвәттики омикрон юқумидин әндишә қилиш түпәйлидин бу қарарни чиқарғаникән.
Америка һөкүмити уйғур дияридики қирғинчилиқ мәсилиси түпәйлидин бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисини дипломатик байқут қилидиғанлиқини елан қилғандин кейин бир қисим ғәрб дөләтлири буниңға аваз қошқаниди. Әмма явропа иттипақи бу һәқтә һазирғичә ениқ қарар алмиған болуп, фирансийә, австрийә қатарлиқ бирқисим әза дөләтләр һөкүмәт әмәлдарлириниң мусабиқә көрүшкә бармайдиғанлиқини, әмма буниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш әмәсликини тәкитләп кәлгән иди. Әмдиликтә германийә һөкүмитиниң бу хил шәкилдә олимпик мусабиқисини байқут қилиши хәлқарада муәййән диққәт қозғимақтикән.