Бейҗиң шәһиридә ши җинпиң һакимийитигә қарши шоар есилған

Мухбиримиз җәвлан
2022.10.13

10-Айниң 13-күн бейҗиң шәһириниң 3-айланмисидики бир өтүшмә көврүккә ши җинпиң һакимийитигә қарши шоар йезилған бир лозунка есилған болуп, униңда хитай аһалилириниң ши җинпиңға болған күчлүк наразилиқи ипадиләнгән.

Лозункида “ядрокислатаси керәк әмәс, тамақ керәк; қамал керәк әмәс, әркинлик керәк; ялғанчилиқ керәк әмәс, һөрмәт керәк; мәдәнийәт инқилаби керәк әмәс, ислаһат керәк; даһий керәк әмәс, сайлам белити керәк; қуллуқ керәк әмәс, пуқралиқ керәк” дегән шоарлар йезилған; йәнә бир лозункиға “иш ташлаш, дәрс ташлаш арқилиқ дөләт оғриси, мустәбит ши җинпиңни ағдуруп ташлайли!” дегән шоар йезилған.

Хитай компартийәси 20-қурултийи бейҗиңда давамлишиватқан вә ши җинпиңниң үчинчи қетим хитай һакимийитиниң бешиға чиқиши асасән муқимлишип қалған бу вәзийәттә, хитай пуқралириниң бундақ шоарларни есиши күчлүк диққәт қозғиған. Хитай сақчилири нәқ мәйданға келип бу лозункини дәрһал йиғиштурувәткән, бир әрни тутуп елип кәткән; лозункидики шоарни торда тарқитип йүргәнләрниң һесаби тақалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.