Биңтуән орунлири бу айда һәр қайси саһәләрдә адәм елишни башливәткән
2021.06.09
Биңтуән торида биңтуәнниң көплигән кәспий орунлириға адәм алидиғанлиқи һәққидә уқтурушлар елан қилинған болуп, буниң ичидә биңтуән мәдәнийәт, тәнтәрбийә, радио, саяһәт идарисигә тәвә кәспий орунлар, биңтуән юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш мәркизи, шихәнзә шәһәрлик башланғуч, оттура мәктәпләр, шихәнзә иқтисад-техника тәрәққият райони, арал иқтисад-техника тәрәққият районидики кәспий орунлар көп миқдарда хизмәтчи қобул қилидикән.
Уйғур аптоном райониниң йеқинда елан қилған “14-бәш йиллиқ пилани” вә 2035-йилғичә йәтмәкчи болған нишанида биңтуәнни тәрәққий қилдуруш муһим орунға қоюлған болуп, биңтуәнниң кәспий орунлири йилдин йилға кеңийиватқан, күчийиватқан болғачқа адәмгә еһтияҗлиқ, ичкиридә оқуш пүттүрүп иш тапалмай йүргән хитайлар үчүн бу көңүлдикидәк пурсәт. Бу уқтурушта гәрчә биңтуәнниң тәрәққият районлири қанчә адәм алидиғанлиқии билдүрүлмигән болсиму, хитайниң барлиқ өлкилиридин хизмәтчи қобул қилидиғанлиқи ениқ.









