Италийә диний әркинлик тори, католик бишопиниң уйғур елидики “вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси” саяһитини тәнқид қилған
2024.09.09
Бу йил 8-айда фуҗйәнниң католик диний бишопи җән силу(Zhan Silu) хитай даирилириниң орунлаштуруши бойичә фуҗйән католик муритлиридин “вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси” саяһәт өмики тәшкилләп, уйғур елида зиярәттә болған. Зиярәттә җән силу америка һөкүмити вә ғәрб парламентлири тәрипидин “ирқий қирғинчилиқ” дәп бекитилгән хитайниң уйғур елидики сияситини мәдһийәлигән. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, бу зиярәт “ши җинпиңниң йеңи дәврдики хитайчә сотсиялизм идийәси” ни өгиниш вә әмәлийитини көрүшниң бир парчиси икәнлики, зиярәттә җән силуниң “шинҗаң хитайниң айрилмас бир парчиси”, бу райондики милләтләр “җуңхуа миллитиниң қандашлиқ беғи билән бағланған аилә әзалири” дегәнлики тәкитләнгәниди.
Һалбуки, италийәдики “зимистан” намлиқ диний әркинлик тори 6-сентәбир мақалә елан қилип, бу зиярәт хитайдики дөләт етирап қилинған бәш рәсмий динниң диний хадимлириниң “вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси” паалийитиниң бир қисми сүпитидә уйғур елидәк “мүшкүл” районларни өз ичигә алған җайларда, қандақ тәшвиқат агентлириниң ролини ойнаватқанлиқини көрситип бәргәнликини билдүргән. “зимистан” ториниң қәйт қилишичә, хитай һөкүмити илгири җән силуни фуҗйәндики католик черкавиниң бишоплиқиға тәйинлигәндә ватикан узун мәзгил җән силуни католик дунясидин қоғлап чиқарған болсиму, әмма бу қетимқи ипадиси униң “сиясий хаһишида һечқандақ өзгириш болмиғанлиқи” ни көрсәткән.
Хитайдики католик черкавлириниң бишоплирини тәйинләш мәсилиси ватикан билән хитай оттурисида изчил ихтилап пәйда қилип кәлгән. Хитай һөкүмити бишопларни тәйинләшни хитайниң игилик һоқуқи, дегәндә чиң турса, ватикан һәзрити әйсаниң варислириниң избасарини бекитиш һоқуқиниң ватиканда икәнликини қәйт қилип кәлгән. “зимистан” ниң билдүрүшичә, ватикан хитай һөкүмитиниң 2000-йили җән силуни католик бишоплиқиға тәйинлишини әйни вақитта етирап қилмиған болсиму, әмма икки тәрәпниң 2018-йили һасил қилған келишимидин кейин, рим папаси франшис җән силуниң бишоплиқ орнини етирап қилған, әмма бу бишоп җән силуниң “сиясий хаһишини өзгәртәлмигән.”