Булғарийә сақчилири 71җәсәт билән байқалған йүк аптомобилиға четишлиқ 4 адәмни қолға алған
2015.08.29
Хәвәрләргә қариғанда 28 - авғуст булғарийә сақчи даирилири австрийәдә 71 адәмниң җәсити билән байқалған йүк аптомобилиға четишлиқ 4 адәмни қолға алған.
Буларниң үчи булғарийәлик, бири афғанистанлиқ болуп, буларниң арисида мәзкур йүк аптомобилиниң шопуриму бар икән.
27 - Авғуст австрийә даирилири болғарийәдин вена шәһәригә баридиған йолниң австрийә бөликидә ичидә 71 адәмниң җәсити сесип кәткән бир йүк аптомобилини байқиған. Буларниң 59 нәпири әр, 8 нәпири аял 4 нәпири кичик бала икән.
Мәзкур хәвәр ашкариланғандин кейин дуня характерлик инкас қозғиған иди. Мәлум болушичә, қазаға учриғанлар әсли венгирийәниң будапешт шәһиридин йолға чиққан вә булғарийә арқилиқ чаршәнбә күни австрийә чеграсиға киргән.
Аптомобил австрийә чеграсиға киргәндә йәни нәуседл вә парндорф шәһири арисида ташлап кетилгән. Пәйшәнбә күни австрийә сақчилири машина ичидин сесишқа башлиған җәсәтләрни байқиған.
Мәлум болушичә, қазаға учриғучиларниң бир қисимлириниң қолида сүрийәдин алған йол хети бар болуп, башқиларниң кимлики һазирчә ениқланмиған.
Сақчилар бу бәхтсизләрниң австрийә чеграсиға кириштин илгирила җан үзүп болғанлиқини тәхмин қилишқан.
Мәтбуатларда буниң йеқини айлардин буян явропада көпләп йүз бериватқан мусапирлар кризисиниң нәқәдәр җиддийликни көрситидиғанлиқи билдүрүлгән.
Булғарийә даирилири нөвәттә мәзкур паҗиәгә четилған аптомобил вә адәм қачақлиқиға мунасивәтлик кишиләрни тутуп сорақ қилишқа башлиған.