Йопурға наһийәсидики 4-әвлад даңлиқ челишчи меһман һәмраһ хитайниң 2016-йиллиқ “тәнтәрбийә роһи” мукапатиға еришкән

Мухбиримиз қутлан
2017.01.21

Игилинишичә, йопурға наһийәсидики 4-әвлад даңлиқ әнәнивий челишчи меһман һәмраһ хитайниң 2016-йиллиқ “тәнтәрбийә роһи” мукапатиға еришкән.

Хәлқ ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, өткән йилиниң ахириқи ейида нәтиҗиси елан қилинған “тәнтәрбийә саһәсидики мәшһур шәхсләрни мукапатлаш” паалийитидә уйғур челишчи меһман һәмраһ хитайдики “тәнтәрбийә роһи” мукапатиниң 2016-йилидики йиганә саһиби болған.

Хитай мәркизий телевизийә истансиси бу һәқтә нәқ мәйдандин тәпсилий хәвәр тарқатқан.

Бу йил 59 яшқа киргән меһман һәмраһ 1957-йили йопурға наһийәсиниң сийәк йезиси қумушериқ кәнтидә туғулған болуп, һазирғичә 40 нәччә йил әнәниви челишиш тәнһәрикити билән шуғулланған икән. Униң бовиси бөрәк ахун юртниң даңлиқ чилишчиси болуп, улуғ бовисиму өз дәвридә нурғун челишчиларни йәр чишләткән даңлиқ челишчи икән. Меһман һәмраһниң һазирғичә бу түрдә 200 дәк шагирт тәрбийәлигәнлики мәлум. Униң оғли вә 14 яшлиқ нәврисиму ата кәспигә варислиқ қилип челишчилиқ бойичә тәрбийәләнмәктикән.

Игилинишичә, уйғур дияри өзиниң әнәнивий миллий тәнтәрбийә саһәсидики өзгичә алаһидилики вә йошурун күчи билән хитай ичи һәмдә хәлқарадики көплигән кишиләрниң диққитини тартмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.