Далай ламаниң америкидики даңлиқ чолпан гага ханим билән учришиши хитайниң оғисини қайнатқан
2016.06.27
Бирләшмә агентлиқниң хәвиригә қариғанда, тибәтләрниң роһаний даһийси далай лама йәкшәнбә күни индианаполис шәһиридә өткүзүлгән америкидики шәһәр башлиқлириниң йиғилишиға дахил болуп, 200 дин артуқ шәһәр башлиқиға нутуқ сөзлигән.
Далай лама мәзкур нутқидин кейин америкидики даңлиқ чолпан гага ханим билән сөһбәтләшкән. Сөһбәттин кейин униң бир қисим көрүнүшлири фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқуларға қоюлуп, күчлүк тәсир пәйда қилған.
Хитай һөкүмити дәрһал ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хуң лей арқилиқ инкас қайтуруп, далай ламаға һуҗум қозғиған.
Хуң лей мундақ дегән: “далай ламаниң башқа дөләтләрни тинимсиз зиярәт қилиши вә өзи барғанлики әлләрдә һәр хил паалийәтләрдә болушиниң түп мәқсити өзиниң тибәт мустәқиллиқи пиланини сәһнигә елип чиқиштур, халас. Биз хәлқара җәмийәт вә авамниң униң һәқиқий маһийитини тонувелишини үмид қилимиз!”
Һалбуки, далай лама хитай һөкүмитиниң қаттиқ әйибләшлириниң әксичә, дунядики тоқунушларни һәл қилишниң әң яхши усулиниң муһәббәт вә һессидашлиқтин ибарәт инсанийәттики ички қиммәттә икәнликини тәкитлигән.
Далай лама икки һәптиниң алдида ақсарайда америка президенти барак обама билән көрүшкән болуп, униң йәкшәнбә күни даңлиқ чолпан гага ханим билән сөһбәтлишиши хитай һөкүмитини техиму биарам қилған.
Униң үстигә далай ламаниң индианаполистики нутқида нөвәттики тоқунушқа толған дуняда инсаний муһәббәт билән һессидашлиқтин ибарәт дуняви мәниви қиммәтни тикләштә өз үмидини америкиға бағлайдиғанлиқи һәққидики сөзлири хитайниң оғисини техиму қайнатқан.