Америка сода министирлики 33 хитай ширкитини “дәлилләнмигән ширкәтләр тизимлики” гә қошти

Мухбиримиз әзиз
2022.02.08

Америка сода министирлики йеқида 33 хитай ширкитини “дәлилләнмигән ширкәтләр тизимлики” гә киргүзүп, америка сода саһәсиниң улар билән тиҗарәт қилишини чәклиди.

Бирләшмә агентлиқниң 8-февралдики хәвиридә ейтилишичә, бу ширкәтләрниң қанунлуқ салаһийитини испатлаш мумкин болмиғанлиқи үчүн байден һөкүмити уларға бәлгә қойған һәмдә америка тәвәсидин бу ширкәтләргә мал експорт қилишқа болмайдиғанлиқини бәлгилигән. Сода министирликиниң ярдәмчи министири масю акселрод бу һәқтики язма баянатта “биз америка тәвәсидин мал алидиған чәтәл ширкәтлириниң қанунлуқ салаһийити вә ишәнчлик дәриҗисини билишимиз керәк. Шундила биз експорт қилған таварларниң нәгә кетиватқанлиқини биләләймиз” дегән.

Америка сода министирликиниң бу қарари америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң директори кристофер рай “һазир һечқандақ бир дөләт бизгә идеологийә, иҗадийәт вә иқтисад бихәтәрлики саһәси бойичә хитайдәк зор тәһдит пәйда қиливатқини йоқ” дәп җакарлиған пәйткә тоғра кәлгән.

“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, бу 33 ширкәт бундин кейин америка тәвәсидики ширкәтләрдин һәрқандақ мал сетивалмақчи болса алди билән америка сода министирликиниң иҗазитини елиши керәк икән. 2020-Йили америка һөкүмити хитайдики әң чоң телефон ишләпчиқарғучи болған “җоңшиң” (ZTE) гуруһиға мушуниңға охшап кетидиған чәклимини қойғанда улар вәйран болушқа қил қалған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.