“дипломат” журнили: “хитай һазир оттура шәрқ дөләтлиригә яхшичақ болушқа тиришмақта”

Мухбиримиз җәвлан
2021.05.05

Ғәрб дөләтлириниң уйғурлар мәсилиси тоғрулуқ хитайға бесим ишлитиши вә җаза йүргүзүшигә әгишип, хитай йәнә мусулманлар дунясиниң қоллишиға еришишкә тиришмақта икән. 5-Май күни “дипломат” журнили торида елан қилинған бир мақалидә хитай һөкүмитиниң йеқинқи айлардин буян дипломатийә вә тәшвиқат васитилиридин толуқ пайдилинип, мусулманлар дуняси, җүмлидин оттура шәрқ дөләтлири билән болған мунасивәт вә йеқинлиқни давамлиқ күчәйтиватқанлиқи оттуриға қоюлған.

Мақалидә көрситилишичә, хитай йәр шари теливизийә қанили пакистан, пәләстин вә сурийәниң хитайда турушлуқ әлчилирини зиярәт қилип, уларниң тили арқилиқ уйғур районидики вәзийәтни хәлқараға, болупму мусулманлар дунясиға пәрдазлап көрситишкә урунған.

Хитай һөкүмити өткән йил 6-айда әрәб әллири иттипақиға әза дөләтләр билән “омман хитабнамиси” имзалап, радикал исламизмни йоқитидиғанлиқини елан қилған болуп, әмәлийәттә шу баһанидә уйғур дияридики мусулманларни йоқитиш үчүн “иҗазәт” алғаниди. Бу йил 4-айниң 1-күни хитай ташқи ишлар министири ваң йи сәуди әрәбистан, түркийә, иран, әрәб бирләшмә хәлипилики, омман, бәһрәйин қатарлиқ дөләтләрни зиярәт қилип, уларниң хитай һөкүмитиниң “шинҗаңдики әсәбий күчләргә зәрбә бериши” ни қоллиғанлиқиға алаһидә рәһмәт ейтқан.

Мақалидә көрситилишичә, хитай һөкүмити әрәб-ислам әллиридики пикир еқиминиң уйғур вәзийитигә тәсир көрситишидин изчил әндишә қилип келиватқан болуп, ғәрб әллириниң хитайға бесим қилиши вә җаза йүргүзүши билән тәң мусулманлар дунясидиму хитайға қарита әйибләш садалириниң көтүрүлүшидин әнсиригән. Әмма мусулманлар дуняси хитайниң пули вә көз боямчилиқиға алдиниватқан болғачқа, хитайниң давамлиқ җинайәт өткүзүшигә сүкүт қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.