Долқун әйса: “уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни ким аяғлаштуриду”

Мухбиримиз ирадә
2020.07.14

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әнглийәдә нәшрдин чиқидиған “йеңи әрәб гезити” дә мақалә елан қилип, уйғурлар учраватқан зулумға сүкүт қиливатқан мусулман дөләтлиригә чақириқ қилди. У мақалисигә “уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқни ким аяғлаштуриду” дәп мавзу қойған. Долқун әйса мақалисидә, уйғурлар хитай һөкүмитиниң зулумиға учрап кәлгән болсиму, бирақ йеқинқи 3-4 йилдин буян хитайниң сияситиниң уйғурларни ассимилятсийә қилиш вә һәтта ирқий қирғин қилиш тәрәпкә қарап тәрәққий қилғанлиқини, уйғурлар учраватқан зулум шундақ еғир болсиму, бирақ америкадин башқа һечқандақ дөләтниң кәскин һәрикәткә өтмигәнликини, техиму ечинарлиқиниң мутләқ көп қисим мусулман дөләтлириниң һәтта хитайниң һәрикитини қоллиғанлиқини билдүргән.

Долқун әйса мақалисидә, мусулман дөләтлири вә мусулман рәһбәрлириниң уйғурлар учраватқан зулумға сүкүт қилишиниң уйғурларни қаттиқ үмидсизләндүргәнликини билдүрүп: “техи алдинқи һәптә, мусулманлар көп санлиқни өз ичигә алған 46 дөләт хитайниң б д т дики сияситини қоллайдиған хәткә имза қойди. Мусулманлар дуняси қандақ қилип милйонлиған мусулманниң ирқий қирғинчилиқи вә зиянкәшликлирини қоллайдиған һалға чүшүп қалди?” дәп соал қойған.

Долқун әйса ахирида ислам дуняси вә дуня җамаәтчиликини уйғур хәлқи учраватқан ирқий қирғинчилиқини тохтитишини, уйғурларниң яшаш һоқуқини капаләткә игә қилишни тәләп қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.