Дрексел университетида уйғур маарипи вә мәдәнийити мәсилилири бойичә муһакимә йиғини ечилди

Мухбиримиз үмидвар
2017.10.08

Мәркизи истанбулдики уйғур академийәси билән америкиниң пиладелпийә шәһиригә җайлашқан дрексел университетиниң ортақ уюштуруши астида 8-өктәбир күни дрексел университетида “муһаҗирәттики уйғурлар вә уларниң маарипи” мавзусидики илми муһакимә йиғини өткүзүлди.

Өз мухбиримизниң хәвәр қилишичә, американи асас қилип, бир қанчә әлләрдин кәлгән уйғур мутәхәссисләр уйғурларниң маарипидики йеңи имканийәтләр, маарип тәрәққияти, чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң уйғур ана тил вә мәдәнийәт мәсилилири, америкидики уйғур тили оқутуш вә уйғур тилини сақлап қелиш вә башқа көп хил һәм кәң нуқтилар бойичә илмий доклат бәрди. Илмий муһакимә йиғиниға йәнә мәзкур университет вә башқа университетлардин һәм уйғур мәсилисигә көңүл бөлгүчи җәмийәтләрдин кәлгән уйғурларға қизиққучи америкилиқ мутәхәссисләр, оқутқучи-оқуғучилар, америкида оқуватқан уйғур оқуғучилар, шуниңдәк йәнә бир қисим уйғур тәшкилат вә җамаәт вәкиллири болуп көп санда киши қатнашти. Йиғин җәрянида йәнә қизғин соал-җаваблар болди.

Бу қетимлиқ йиғин уйғур академийисиниң тунҗи қетим чәтәлләрдики, җүмлидин америкидики университет билән бирликтә өткүзгән мәхсус уйғур маарипи вә тил-мәдәнийәт мәсилилири бойичә илми муһакимә йиғини һесаблинидикән. Йиғин һәққидә радиомиз мухбири айрим тәпсилий нәқ мәйдан мәлумати бериду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.