Германийә тәрәп хитайниң “хуада ген гуруһи” ниң ген санлиқ мәлуматлирини топлиғанлиқиға җиддий инкас билдүргән
2021.07.12
Германийә хитайдики “хуада ген гуруһи” (BGI) ниң ген санлиқ мәлуматлирини топлап, хитай һәрбий даирилирини тәминлигәнликигә җиддий қарайдиғанлиқини елан қилған. Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, нөвәттә германийә сәһийә министирлиқи бу мәсилини алақидар министирлиқлар вә явропа комиссийәси билән музакирә қилмақта икән.
Ройтерс агентлиқи өткән һәптә хуада ширкити ишләпчиқирип дуняға сатқан һамилдар аялларни туғуттин бурун тәкшүрүш әсвабини һәрбийләр билән бирлишип ишләпчиқарғанлиқи, бу ширкәтниң милйонлиған аялларни тәкшүрүштин еришкән DNA әвришкисини һәрбийләргә бәргәнликини билдүргән.
Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, хуада ширкити бу мәһсулатни америкадин башқа явропани өз ичигә алған дунядики 52 дөләткә сатқан болуп, 8 милйон 400 миң аялниң DNA әвришкисини топлиған икән. Америка һөкүмити 2020-йили 7-айда бу ширкәтниң “шинҗаң йипәк йоли-BGI” вә “бейҗиң люхе-BGI” намлиқ икки тармақ ширкитини хитай һөкүмитиниң уйғурларни техиму илгирләп бастурушта ишлитиши үчүн DNA анализи елип барғанлиқи сәвәблик җазалиған иди.
Ройтерс агентлиқиниң өткән һәптидики хәвиридә ейтилишичә, “хуада ген гуруһи” 2010-йилдин бери һәрбийләр билән аз дигәндә 12 қетим бирлишип тәтқиқат елип барған болуп, униң бир тәтқиқат түри уйғур вә тибәт аяллириға четишлиқ икән. Хәвәрдә бу тәтқиқат түриниң юқири итидарлиқ һәрбий компютер билән хитай аяллиридики вирус вә роһий кесәлликләрни ениқлиғанлиқи, шундақла бу тәтқиқатниң тибәт һәм уйғур аяллириға мәркәзлишип, уларниң ирсийәт һәм җисманий алаһидикилиридики бағлинишни тәкшүргәнликини билдүргән.