HSBC “шинҗаң пахтилири” ниң келиш мәнбәсини назарәт қилишниң йеңи чарисини оттуриға қойған
2021.02.15
HSBC, йәни баш штаби лондондики банка вә малийә-иқтисад гуруһиниң серай дигитал сода мунбири кийим-кечәк санаитидики пахта вә башқа хам материяллириниң келиш мәнбәсини назарәт қилишниң бир чарисини оттуриға қойған. “җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, HSBC уйғур елидә ишләпчиқирилған пахта мәһсулати американиң чәклишигә учриғанлиқи үчүн хам әшя мәнбәсини из қоғлап ениқлашниң бу хил йеңи чарисини оттуриға қойған. Америка һөкүмити өткән йили хитайниң уйғур мәҗбурий әмгики сәвәблик уйғур елидә ишләпчиқирилған пахта, пәмидур мәһсулатлирини киргүзүшни бирдәк чәклигәниди.
“җәнубий хитай сәһәр почтиси” ниң билдүрүшичә, HSBC ниң йеңи һәл қилиш чарисидә мал билән тәминлигүчи өзлириниң хам әшяни қандақ ишләпчиқарғанлиқидин тартип, мәһсулат пишшиқлап ишләш вә експорт қилишқичә болған һәр бир басқучни дигитал сода мунбириниң санлиқ мәлумат амбириға киргүзидикән. HSBC Серай дигитал суписиниң иҗраийә директори вивәк рамачандиран мундақ дегән: “бу супа пүткүл тәминат зәнҗиригә ениқлиқ вә очуқлуқ елип келиду вә һәр бир басқучтики санлиқ мәлуматни мустәһкәмләйду”.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу чарә америка қанун мақуллап, “шинҗаңдики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқиниң дәпсәндә қилинишиға қарши туруватқан мәзгилдә мал сетивалғучи вә сатқучиниң пахта вә башқа материялларниң келиш мәнбәсини испатлишиға ярдәм беридикән”. Хәвәрдә хитайниң дунядики әң чоң пахта ишләпчиқарғучи дөләт икәнлики, униң 85 % пахтисиниң уйғур елидә ишләпчиқирилғанлиқи, американиң 2019-йили хитайдин 50 милярд долларлиқ тоқумичилиқ мәһсулати импорт қилғанлиқи билдүрүлгән.